Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Proverbs Chapter 19 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Proverbs/19 1) Пәзиләтлик йолда маңған кәмбәғәл, Һейлигәр сөзлүк ахмақтин яхшидур. 2) Йәнә, ғәйрити бар киши билимсиз болса болмас; Алдираңғу йолдин чиқар. 3) Кишиниң ахмақлиғи өз йолини астин-үстин қиливетәр; Шундақ туруқлуқ у көңлидә Пәрвәрдигардин рәнҗип ағринар. 4) Байлиқ достни көп қилар; Мискинләр бар достидинму айрилип қалар. 5) Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму җазадин қутулалмас. 6) Тола адәм сехийдин илтипат көзләр; Соғат берип турғучиға һәммә киши досттур. 7) Намратлашқандин қериндашлириму зерикәр; Униң достлири техиму жирақ қачар; Ялвуруп қоғлисиму, улар тепилмас. 8) Пәм-парасәткә еришкүчи өзигә көйүнәр; Нурни сақлиған кишиниң бәхити болар. 9) Ялған гувалиқ қилған җазаланмай қалмас; Ялған ейтқучиму һалак болар. 10) Һәшәмәтлик турмуш ахмаққа ярашмас; Қулниң әмәлдарлар үстидин һөкүм сүрүши техиму қамлашмас. 11) Данишмәнлик егисини асанлиқчә аччиқланмайдиған қилар; Хаталиқни йопутуп кәчүрүш униң шөһритидур. 12) Падишаһниң ғәзиви ширниң һувлишиға охшаш дәһшәтлик болар; Униң шәпқити юмран от-чөпкә чүшкән шәбнәмдәк шериндур. 13) Ахмақ оғул атиси үчүн балайиқазадур; Урушқақ хотунниң зарлашлири тохтимай темип чүшкән тамчә-тамчә йеғинға охшаштур. 14) Өй билән мал-мүлүк ата-бовилардин мирастур; Бирақ пәм-парасәтлик хотун Пәрвәрдигарниң илтипатидиндур. 15) Һорунлуқ кишини ғәпләт уйқиға ғәриқ қилар; Бекар тәләп ачарчилиқниң дәрдини тартар. 16) [Пәрвәрдигарниң] әмригә әмәл қилған киши өз җенини сақлар; Өз йоллиридин һези болмиған киши өләр. 17) Кәмбәғәлләргә рәһимдиллиқ қилған, Пәрвәрдигарға қәриз бәргән билән баравәрдур; Униң шәпқитини [Пәрвәрдигар] қайтурар. 18) Пәрзәнтиңниң тәрбийини қобул қилишиға үмүтвар болуп, Уни җазалап тәрбийә берип турғин; Лекин уни өлгичә хар болсун дегүчи болма. 19) Қәһрлик киши җаза тартар; Уни қутқузмақчи болсаң, қайта-қайта қутқузушуң керәк. 20) Несиһәтни аңлиғин, тәрбийәни қобул қилғин, Ундақ қилғанда кейинки күнлириңдә дана болисән. 21) Кишиниң көңлидә нурғун нийәтләр бар; Ахирида пәқәт Пәрвәрдигарниң далаләт-һидайитидин чиққан иш ақар. 22) Кишиниң йеқимлиғи униң меһир-муһәббитидиндур; Мискин болуш ялғанчилиқтин яхшидур. 23) Пәрвәрдигардин әйминиш кишини һаятқа ериштүрәр; У киши хатирҗәм, тоқ яшап, балайиқаза чүшүрүлүшидин халий болар. 24) Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән, Ғизани ағзиға селишқиму һорунлуқ қилар. 25) Һакавурға қилинған таяқ җазаси саддиға қилинған ибрәттур; Йорутулған кишигә берилгән тәнбиһ, Униң билимини техиму зиядә қилар. 26) Атисиниң мелини булиған, Анисини өйидин һайдап чиқарған, Рәсвалиқ, иза-аһанәт қалдурғучи оғулдур. 27) И оғул, несиһәткә қулиқиңни юпурувалсаң, Әқилниң тәлимлиридин жирақлашқиниңдур. 28) Пәскәш гувачи адаләтни мазақ қилғучидур; Яман адәмниң ағзи рәзилликни жутар. 29) Һакавурлар үчүн җазалар тәйярдур, Ахмақларниң дүмбисигә уридиған қамча тәйярдур. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!