Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Proverbs Chapter 16 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Proverbs/16 1) Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур; Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур. 2) Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр; Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр. 3) Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин, Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар. 4) Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған; Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур. 5) Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас. 6) Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар; Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар. 7) Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса, У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар. 8) Һалал алған аз, Һарам алған көптин әвзәлдур. 9) Инсан көңлидә өз йолини тохтитар; Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур. 10) Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс. 11) Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур; Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур. 12) Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур, Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар. 13) Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур; Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр. 14) Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур; Бирақ дана киши [униң ғәзивини] тиничландурар. 15) Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр; Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур. 16) Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур; Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур! 17) Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур; Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар. 18) Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр, Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр. 19) Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш, Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур. 20) Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар; Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр. 21) Көңли дана киши сәгәк атилар; Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар. 22) Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур; Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур. 23) Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар; Униң ләвзигә билимни зиядә қилар. 24) Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур; Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур. 25) Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. 26) Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар; Униң қарни униңға һайдакчилик қилар. 27) Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр; Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар. 28) Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур; Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр. 29) Зораван киши йеқин адимини аздурар; Уни яман йолға башлап кирәр. 30) Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар; Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур. 31) Һәққанийәт йолида ақарған чач, Адәмниң шөһрәт таҗидур. 32) Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур; Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур. 33) Чәк етәккә ташланғини билән, Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!