Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Isaiah Chapter 61 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Isaiah/61 1) «Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән. У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа, Тутқунларға азатлиқни, Чүшәп қоюлғанларға зинданниң ечиветилидиғанлиғини җакалашқа әвәтти; 2) Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини, Һәм Худайимизниң қисаслиқ күнини җакалашқа, Барлиқ қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришкә мени әвәтти. 3) Зиондики һәсрәт-қайғу чәккәнләргә, Күлләрниң орниға гөзәлликни, Һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини, Ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға, Мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти; Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири», «Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду, Улар арқилиқ униң гөзәллик-җулалиғи аян қилиниду. 4) Улар қедимки харапзарлиқларни қайтидин қуриду, Әслидә вәйран қилинған җайларни қайтидин тикләйду, Харабә шәһәрләрни, дәвирдин-дәвиргә вәйранлиқта ятқан җайларни йеңибаштин қуриду; 5) Яқа жутлуқлар турғузулуп, падилириңни бақиду; Ятларниң балилири қошчилириңлар, үзүмчилириңлар болиду. 6) Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр; Силәр тоғраңларда: «Улар Худайимизниң хизмәткарлири» дейилиду; Озуқлириңлар әлләрниң байлиқлири болиду, Силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр. 7) Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду; Рәсва қилинғанлиқниң орниға улар тәқсиматида шатлинип тәнтәнә қилиду; Шуниң билән улар зиминға икки һәссиләп егидарчилиқ қилиду; Мәңгүлүк шат-хурамлиқ уларниңки болиду. 8) Чүнки Мән Пәрвәрдигар тоғра һөкүм, һәқиқәтни әзизләймән; Көйдүрмә қурбанлиқ қилишта һәр қандақ булаңчилиқ вә алдамчилиққа нәпрәтлинимән; Мән уларға һәқиқәт билән тегишлигини қайтуруп беримән; Мән улар билән мәңгүлүк бир әһдини түзимән. 9) Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида, Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки, «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»». 10) — «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән, Җеним Худайим түпәйлидин хошаллиниду; Чүнки той қилидиған жигит өзигә «каһинлиқ сәллә» кийивалғандәк, Той қилидиған қиз ләәл-яқутлар билән өзини пәрдазлиғандәк, У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди, Һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди. 11) Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк, Бағ өзидә терилғанларни үндүргинидәк, Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду». Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!