Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Ezekiel Chapter 9 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Ezekiel/9 1) У қулиқимға күчлүк бир авазда товлап: — Йеқин келиңлар, шәһәргә мәсъул болғучилар, һәр бириңлар өз һалакәт қуралиңларни қолуңларға тутуңлар, — деди. 2) Вә мана, алтә кишиниң [ибадәтханиниң] шималиға қарайдиған «Жуқири дәрваза» тәрәптин келиватқинини көрдүм. Һәр бириси қолида битчит қилғучи қуралини тутқан; уларниң оттурисида йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән бириси бар еди; вә улар [ибадәтханиға] кирип, мис қурбангаһниң йенида турди. 3) Шу чағда Исраилниң Худасиниң шан-шәриви әсли турған керубтин көтирилип өйниң босуғисида турди. Пәрвәрдигар йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән кишини чақирип униңға: — 4) Шәһәрниң оттурисидин, йәни Йерусалимниң оттурисидин өтүп, шәһәр ичидә өткүзүлгән барлиқ жиркиничлик ишлар түпәйлидин аһ-надамәт чәккән кишиләрниң пешанлиригә бир бәлгү салғин, — деди. 5) Вә маңа аңлитип башқа кишиләргә: — Бу кишиниң кәйнидин шәһәрни кезип, адәмләрни қириңлар; көзүңлар рәһим қилмисун, уларға ичиңларни ағритмаңлар! 6) Бирниму қоймай һәммини — қерилар, яш жигит-қизлар, бовақ-балилар вә аялларни қоймай өлтүрүветиңлар; пәқәт бәлгү қоюлған кишиләргә йеқинлашмаңлар; бу ишни өз муқәддәс җайимдин башлаңлар, — деди. Шуңа улар Худаниң өйи алдида турған һелиқи ақсақаллардин башлиған. 7) Вә У уларға: — Өйни булғаңлар, һойлилирини өлтүрүлгәнләр билән толдуруңлар; әнди бериңлар! — деди. Шуниң билән улар чиқип шәһәр бойичә адәмләрни қиришқа башлиди. 8) Вә шундақ болдики, улар адәмләрни қирғинида, мән ялғуз қалдим; өзүмни йәргә дүм ташлидим вә: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Сән Йерусалимға қаритилған қәһриңни төккәндә Исраилниң барлиқ қалдисини һалак қиламсән? — дедим. 9) Вә У маңа: — Исраил вә Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлиги интайин рәзил; чүнки улар: «Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти; Пәрвәрдигар бизни көрмәйду» — дәйду. 10) «Мән болсам, Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; Мән уларниң йолини өз бешиға чүшүримән, — деди. 11) Вә мана, йениға пүтүкчиниң сияһденини асқан, канап кийимләрни кийгән киши қилған ишни мәлум қилип: «Маңа Сән буйруған ишни орундидим» — деди. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!