< Йәрәмия 4 >
1 — «Бу йоллиримдин бурулай!» десәң, и Исраил — дәйду Пәрвәрдигар — Әнди Мениң йенимға бурулуп қайтип кәл! Әгәр бу жиркиничликлириңни көзүмдин нери қилсаң, вә шундақла йолдин йәнә тенәп кәтмисәң,
2 — әгәр сән: «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичкиниңдә, у қәсәм һәқиқәт, адаләт вә һәққанийлиқ билән болса, ундақта ят әлләрму Униң намида өзлиригә бәхит тилишиду вә Уни өзиниң пәхир-шөһрити қилиду.
3 Чүнки Пәрвәрдигар Йәһудадикиләр вә Йерусалимдикиләргә мундақ дәйду: — «Боз йериңларни чепип ағдуруңлар; тикәнлик арисиға уруқ чачмаңлар!
4 Өзлириңларни Пәрвәрдигарниң йолида сүннәт қилиңлар; қәлбиңларни сүннәт қилиңлар, и Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанлар! — Болмиса, Мениң қәһрим партлап от болуп силәрни көйдүриветиду; қилмишлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин уни өчүрәләйдиған һеч ким чиқмайду.
5 — Йәһудада мошуларни елан қилип, Йерусалимда: — «Зимин-зиминда канай челиңлар!» — дәп җакалаңлар; «Жиғилиңлар! Мустәһкәм шәһәрләргә қечип кирәйли!» — дәп нида қилиңлар!
6 Зионни көрситидиған бир туғни тикләңлар; дәрһал қечиңлар, кечигип қалмаңлар! Чүнки Мән күлпәт, йәни зор бир һалакәтни шималдин елип келимән.
7 Шир өз чатқаллиғидин чиқти, «әлләрни йоқатқучи» йолға чиқти; у өз җайидин чиқип зиминиңни вәйран қилишқа келиду; шәһәрлириң вәйран қилинип, адәмзатсиз болиду.
8 Бу сәвәптин өзлириңларға бөз кийим ораңлар, дад-пәряд көтирип налә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви биздин янмиди!
9 Шу күни шундақ болидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — падишаниң жүриги, әмирләрниң жүригиму су болуп кетиду, каһинлар алақзадә болуп, пәйғәмбәрләр тәәҗҗүплиниду.
10 — Андин мән: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Бәрһәқ Сән бу хәлиқни, җүмлидин Йерусалимни: «Силәр аман-тинич болисиләр» дәп алдидиң; әмәлийәттә болса қилич җанға йетип кәлди, дедим.
11 — Шу чағда бу хәлиққә вә Йерусалимға мундақ дейилиду: «Чөл-баявандики егизликләрдин чиққан иссиқ бир шамал хәлқимниң қизиниң йолиға қарап чүшиду; лекин у хаман сорушқа яки дан айришқа мувапиқ кәлмәйду!
12 — Буниңдин әшәддий бир шамал Мәндин чиқиду; мана, Мән һазир уларға җаза һөкүмлирини җакалаймән.
13 Мана, у топ булутлардәк келиду, униң җәң һарвулири қара қуюндәктур, униң атлири бүркүтләрдин тездур! — «Һалимизға вай! Чүнки биз набут болдуқ!»
14 — «И Йерусалим, өз қутулушуң үчүн қәлбиңни рәзилликтин жуювәт; қачанғичә көңлүңгә беһудә ой-хиялларни пүкүп турисән?
15 Чүнки Дан дияридин, Әфраимдики егизликләрдинму азап-күлпәтни елан қилидиған бир аваз аңлитилиду: —
16 Улар: Әлләргә елан қилиңлар, Йерусалимғиму аңлитиңлар: — Мана, қоршавға алғучилар жирақ жуттин келиватиду! Улар Йәһуда шәһәрлиригә қарши җәң чуқанлирини көтиришкә тәйяр! — дәйду.
17 Етизлиқни мудапиә қиливатқанлардәк, улар Йерусалимни қоршивалиду; чүнки у Маңа асийлиқ қилған, — дәйду Пәрвәрдигар.
18 Сениң йолуң вә қилмишлириң мошуларни өз бешиңға чүшүрди; бу рәзиллигиңниң ақивитидур; бәрһәқ, у азаплиқтур, жүригиңгиму санҗийду!».
19 — [Мән]: «Аһ, ич-бағрим! Ич-бағрим! Толғаққа чүштүм! Аһ, көңлүм азапланди! Жүригим дүпүлдәватиду, сүкүт қилип туралмаймән; чүнки мән канайниң авазини аңлаймән; җәң чуқанлири җенимға санҗиди.
20 Апәт үстигә апәт чүшти! Пүткүл зимин вәйран болди; чедирлирим дәқиқидә бәрбат қилинди, пәрдилирим һайт-һуйтниң ичидә житип ташланди!
21 Қачанғичә туққа қарап турушум, җәң авазлирини аңлишим керәк?» — [дедим].
22 — «Чүнки Мениң хәлқим надандур; улар Мени һеч тонумиған; улар әқли йоқ балилар, улар һеч йорутулмиған; рәзилликкә нисбәтән улар данадур, амма яхшилиққа нисбәтән улар билимсиздур».
23 — «Мән йәр йүзигә қаридим; мана, у шәкилсиз вә қуп-қуруқ болди; асманларғиму қаридим, у нурсиз қалди;
24 тағларға қаридим, мана, улар зил-зилигә кәлди, барлиқ дөңләр әшәддий силкинип кәтти.
25 Қарап турувәрдим, вә мана, инсан йоқ еди, асмандики барлиқ учар-қанатларму өзлирини далдиға алди.
26 Мән қаридим, мана, бағ-етизлар чөл-баяванға айланди, барлиқ шәһәрләр Пәрвәрдигар алдида, йәни униң қаттиқ ғәзиви алдида вәйран болди.
27 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Пүткүл зимин вәйран болиду; амма Мән уни пүтүнләй йоқатмаймән.
28 Буниң түпәйлидин пүткүл йәр йүзи матәм тутиду, жуқурида асман қарилиқ билән қаплиниду; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, Мән шундақ нийәткә кәлгәнмән; Мән униңдин өкүнмәймән, униңдин һеч янмаймән;
29 атлиқлар вә оқялиқларниң шавқун-сүрәни билән һәр бир шәһәрдикиләр қечип кетиду; улар чатқаллиқларға кирип мөкүвалиду, ташлар үстигә чиқивалиду; барлиқ шәһәрләр ташлинип адәмзатсиз қалиду.
30 — Сән, и һалак болғучи, немә қилмақчисән? Гәрчә сән пәрәң кийимләрни кийгән болсаңму, алтун зибу-зиннәтләрни тақиған болсаңму, көз-қашлириңни осма билән пәрдазлиған болсаңму, өзүңни ясиғиниң бекардур; сениң ашиқлириң сени кәмситиду; улар җениңни издәватиду.
31 Чүнки мән толғаққа чүшкән аялниңкидәк бир авазни, тунҗа балини туққандикидәк азапда болған Зион қизиниң авазини аңлаватимән; у қоллирини созуп: «Һалимға вай! Бу қатиллар түпәйлидин һалимдин кәттим!» дәп һасиримақта.