< Йәшая 1 >
1 Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға падиша болған вақитларда, Йерусалим вә Йәһуда тоғрисида, Амозниң оғли Йәшая көргән ғайипанә вәһий-аламәтләр: —
2 «И асманлар, аңлаңлар! И йәр-зимин, қулақ сал! Чүнки Пәрвәрдигар сөз ейтти: — «Мән балиларни беқип чоң қилдим, Бирақ улар Маңа асийлиқ қилди.
3 Кала болса егисини тонуйду, Ешәкму ғоҗайининиң оқуриға [маңидиған йолни] билиду, Бирақ Исраил билмәйду, Өз хәлқим һеч йорутулған әмәс.
4 Аһ, гунакар «ят әл», Қәбиһликни топлап өзигә жүклигән хәлиқ, Рәзилләрниң бир нәсли, Ниҗис болуп кәткән балилар! Улар Пәрвәрдигардин жирақлишип, «Исраилдики Муқәддәс Болғучи»ни көзигә илмиди, Улар кәйнигә янди.
5 Немишкә йәнә думбаланғуңлар келиду? Немишкә асийлиқ қиливерисиләр? Пүтүн башлириңлар ағрип, Жүригиңлар пүтүнләй зәиплишип кәтти,
6 Бешиңлардин айиғиңларғичә сақ йериңлар қалмиди, Пәқәт яра-җараһәт, ишшиқ вә йириң билән толди, Улар тазиланмиған, теңилмиған яки уларға һеч мәлһәм сүрүлмигән.
7 Вәтиниңлар чөлләшти; Шәһәрлириңлар көйүп вәйранә болди; Йәр-зиминиңларни болса, ятлар көз алдиңлардила жутувеливатиду; У ятлар тәрипидин дәпсәндә қилинип чөллишип кәтти.
8 Әнди үзүмзарға селинған чәллидәк, Тәрхәмәкликкә селинған кәпидәк, Муһасиригә чүшкән шәһәрдәк, Зионниң қизи зәип қалдурулди.
9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә азғинә «қалдиси»ни қалдурмиған болса, Биз Содом шәһиригә охшап қалаттуқ, Гоморра шәһириниң һалиға чүшүп қалаттуқ.
10 И Содомниң һөкүмранлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар, «И Гоморраниң хәлқи, Худайимизниң қанун-нәсиһитигә қулақ селиңлар!
11 Силәр зади немә дәп Маңа атап нурғунлиған қурбанлиқларни сунисиләр?» — дәйду Пәрвәрдигар. — «Мән көйдүрмә қочқар қурбанлиғиңлардин, Бордақ малниң яғлиридин тоюп кәттим, Буқилар, пақланлар, текиләрниң қанлиридин һеч хурсән әмәсмән.
12 Силәр Мениң алдимға кирип кәлгиниңларда, Силәрдин һойла-айванлиримни шундақ дәссәп-чәйләшни ким тәләп қилған?
13 Беһудә «ашлиқ һәдийә»ләрни елип келишни болди қилиңлар, Хушбуй болса Маңа жиркиничлик болуп қалди. «Йеңи ай» һейтлири вә «шабат күн»лиригә, Җамаәт ибадәт сорунлириға чақирилишларға — Қисқиси, қәбиһликтә өткүзүлгән дағдуғилиқ жиғилишларға чидиғичилигим қалмиди.
14 «Йеңи ай» һейтиңлардин, бекитилгән һейт-байримиңлардин қәлбим нәпрәтлиниду; Улар маңа жүк болуп қалди; Уларни көтирип жүрүштин чарчап кәттим.
15 Қолуңларни көтирип дуаға яйғиниңларда, Көзүмни силәрдин елип қачимән; Бәрһәқ, көпләп дуаларни қилғиниңларда, аңлимаймән; Чүнки қоллириңлар қанға боялди.
16 Өзүңларни жуюп, паклиниңлар; Қилмишлириңларниң рәзиллигини көз алдимдин нери қилиңлар, Рәзилликни қилиштин қолуңларни үзүңлар;
17 Яхшилиқ қилишни үгиниңлар; Адиллиқни издәңлар, Зомигәрләргә тәнбиһ бериңлар, Житим-йесирләрни наһәқлиқтин халас қилиңлар, Тул хотунларниң дәвасини сораңлар.
18 Әнди келиңлар, биз муназирә қилишайли, дәйду Пәрвәрдигар, Силәрниң гунайиңлар қип-қизил болсиму, Йәнила қардәк ақириду; Улар қизил қуруттәк тоқ қизил болсиму, Жуңдәк аппақ болиду.
19 Әгәр итаәтмән болуп, аңлисаңлар, Зиминдики есил мәһсулаттин бәһримән болисиләр;
20 Бирақ рәт қилип йүз өрисәңлар, Қилич билән уҗуқтурулисиләр» — Чүнки Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ дегән.
21 Садиқ шәһәр қандақму паһишә болуп қалди!? Әслидә у адаләт билән толған еди, Һәққанийлиқ уни макан қилған еди, Бирақ һазир қатиллар униңда туруватиду.
22 Күмүчүң болса дашқалға айлинип қалди, Шарабиңға су арилишип қалди;
23 Әмирлириң асийлиқ қилғучилар, Оғриларға үлпәт болди; Уларниң һәр бири париға амрақ болуп, Соға-саламларни көзләп жүрмәктә; Улар житим-йесирләр үчүн адаләт издимәйду; Тул хотунларниң дәваси уларниң алдиға йәтмәйду.
24 Шуңа — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар — Йәни Исраилдики қудрәт Егиси ейтиду: — Мән күшәндилиримни [җазалап] пухадин чиқимән, Дүшмәнлиримдин қисас алимән;
25 Қолумни үстүңгә тәккүзүп, Сени тавлап, сәндики дашқални тәлтөкүс тазилаймән, Сәндики барлиқ арилашмиларни елип ташлаймән.
26 Һөкүмран-сорақчилириңларни авалқидәк, Мәслиһәтчилириңларни дәсләптикидәк һалға кәлтүримән. Кейин сән «Һәққанийлиқниң Макани», «Садиқ Шәһәр» — дәп атилисән.
27 Әнди Зион адиллиқ билән, Вә униңға қайтип кәлгәнләр һәққанийлиқ билән қутқузулуп һөр қилиниду.
28 Бирақ асийлар вә гунакарлар бирдәк уҗуқтурулиду, Пәрвәрдигардин йүз өригүчиләр болса һалак болиду.
29 Шу чағда силәр тәшна болған дуб дәрәқлиридин номус қилисиләр, Таллиған бағлардин хиҗил болисиләр.
30 Чүнки өзүңлар худди йопурмақлири қуруп кәткән дуб дәриғидәк, Сусиз қуруқ бир бағдәк болисиләр.
31 Шу күни күчи барлар отқа шам пилиги, Уларниң әҗри болса, учқун болиду; Булар һәр иккиси тәңла көйүп кетиду, Уларни өчүрүшкә һеч ким чиқмайду.