< Йәрәмия 35 >
1 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң күнлиридә, Пәрвәрдигардин Йәрәмияға сөз келип: —
2 «Рәкабниң җәмәтидикиләрниң йениға берип улар билән сөзлишип уларни Пәрвәрдигарниң өйигә апирип, униң кичик өйлириниң биригә тәклип қилип уларниң алдиға шарап тутқин» — дейилди.
3 Шуниң билән мән Хабаззинияниң нәвриси, Йәрәмияниң оғли Җаазанияни, униң укилирини вә барлиқ бала-җақилирини, шуниңдәк Рәкабниң пүткүл җәмәтини елип келишкә чиқтим;
4 Мән уларни Пәрвәрдигарниң өйигә, Игдалияниң оғли, Худаниң адими болған Һананниң оғуллириға тәвәлик өйгә апардим; бу өй әмирләрниң өйиниң йенида, Шаллумниң оғли, ишикбақар Маасеяһниң өйиниң үстидә еди;
5 мән Рәкабниң җәмәтидикиләрниң алдиға шарапқа лиқ толған пиялиләр вә қәдәһләрни қоюп уларға: «Шарапқа еғиз тегиңлар!» — дедим.
6 Улар маңа мундақ деди: «Биз шарапни ичмәймиз; чүнки әҗдатимиз Рәкабниң оғли Йонадаб бизгә: «Силәр вә оғул-әвлатлириңлар зади шарап ичмәңлар;
7 йәнә келип өйләрни қурмаңлар, нә уруқ теримаңлар, нә үзүмзарларни тикмәңлар, нә булардин һеч қайсисиға зади егә болмаңлар; барлиқ күнлириңларда чедирларда туруңлар; шуниң билән силәр туруватқан зиминда узун күнләрни көрисиләр» — дәп әмир қалдурған.
8 Шуниң билән бизниң әҗдатимиз Рәкабниң оғли Йонадабниң: «Барлиқ күнүңләрдә зади шарап ичмәңлар» дегән авазиға қулақ селип, биз вә бизниң аяллиримиз һәм оғул-қизлиримиз униң әмригә толуқ әмәл қилип кәлгәнмиз;
9 биз йәнә турғидәк өйләрни салмиған; биздә һеч үзүмзар, етиз, уруқ дегәнләр йоқ;
10 бәлки биз чедирларда туруп кәлдуқ, әҗдатимиз Йонадабниң бизгә барлиқ әмир қилғанлириға әмәл қилип кәлдуқ.
11 Лекин Бабил падишаси Небоқаднәсар зиминға бесип киргәндә, шундақ иш болдики, биз: «Барайли, Калдийләрниң қошуни һәм Сурийәниң қошунидин қечип Йерусалим шәһиригә кирәйли» — дедуқ. Мана шу сәвәптин Йерусалимда туруватимиз».
12 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
13 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Барғин, Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — Буниңдин тәрбийә алмамсиләр, шуниңдәк Мениң сөзлиримгә қулақ салмамсиләр? — дәйду Пәрвәрдигар.
14 — Мана, Рәкабниң оғли Йонадабниң оғул-пәрзәнтлиригә «шарап ичмәңлар» дәп тапилиған сөзлиригә әмәл қилинип кәлгән; бүгүнки күнгичә улар һеч шарап ичип бақмиған, чүнки улар атисиниң әмригә итаәт қилған. Лекин Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп силәргә сөз қилип кәлгән болсамму, силәр Маңа һеч қулақ салмиғансиләр.
15 Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп қуллирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип: «Һәр бириңлар һазир өз рәзил йолуңлардин йенип, қилмишиңларни түзитиңлар, башқа илаһларға әгишип чоқунмаңлар; шундақ қилсаңлар Мән ата-бовилириңларға тәқдим қилған зиминда туруверисиләр» дәп кәлгәнмән; лекин силәр Маңа қулақ салмай һеч аңлимиғансиләр.
16 Бәрһәқ, Рәкабниң оғли Йонадабниң әвлатлири атисиниң уларға тапилиған әмригә әмәл қилған; лекин бу хәлиқ Маңа һеч қулақ салмиғандур.
17 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Йәһуданиң үстигә һәм Йерусалимниң үстигә Мән алдин-ала ейтқан барлиқ балаю-апәтни чүшүримән; чүнки Мән уларға сөз қилған, лекин улар аңлимиған; Мән уларни чақирған, лекин улар җавап бәрмигән».
18 Андин Йәрәмия Рәкаб җәмәтигә мундақ деди: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки силәр атаңлар Йонадабниң әмригә итаәт қилип, барлиқ йолйоруқлирини тутуп, силәргә тапилиғанлириниң һәммиси бойичә иш көрүп кәлгәнсиләр, —
19 әнди самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Рәкабниң оғли Йонадабниң нәслидин алдимда хизмәт қилғучи һәргиз үзүлүп қалмайду.