< Паалийәтлири 7 >
1 Баш каһин Истипандин: — Буларниң ейтқанлири растму? — дәп сориди.
2 Истипан мундақ җавап бәрди: — Қериндашлар вә ата-бовилар, сөзүмгә қулақ селиңлар! Атимиз Ибраһим техи Месопотамийә районида туруватқанда, йәни Һаран шәһиригә көчүп маканлишиштин илгири, шан-шәрәпниң Егиси Худа униңға аян болуп:
3 «Сән өз жутуң вә уруқ-җәмәтиңдин айрилип чиқип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин» дегән еди.
4 Буниң билән у Калдийләрниң зиминини ташлап, Һаран шәһиригә берип олтирақлашти. Атиси өлгәндин кейин, Худа уни бу зиминға, йәни силәр һазир туруватқан зиминға йөткәп кәлди.
5 У вақитта, [Худа] униңға бу зиминдин мирас бәрмиди, һәтта униңқа тәвә пут қойғидәкму бир йәр бәрмигән еди. Гәрчә у техичә пәрзәнт көрмигән болсиму, [Худа] бу зиминни униңға вә униң нәслигә егилиги болуш үчүн беришкә вәдә қилди.
6 Андин Худа униңға мундақ деди: «Сениң нәсиллириң яқа жутта мусапир болуп туриду, шу жуттикиләр уларни қул қилип төрт йүз жил хорлайду.
7 Бирақ уларни қуллуққа салған әлни җазалаймән», деди Худа, «вә униңдин кейин, [нәсиллириң] у йәрдин чиқип, бу йәрдә Мениң ибадәт-хизмитимдә болиду».
8 Кейин Худа Ибраһим билән бәлгүси хәтнә болған әһдини түзгән, шуниң билән Исһақ униңдин төрәлди; [Ибраһим] уни сәккизинчи күни хәтнә қилди; шундақ қилип Исһақтин Яқуп [төрәлди], Яқуптин он икки «қәбилә атиси» [төрәлди].
9 Кейин, «қәбилә атилири» иниси Йүсүпкә һәсәт қилип, уни Мисирға қуллуққа сетивәтти. Лекин Худа униң билән биллә болуп,
10 уни барлиқ җәбир-җапалардин қутқузуп, уни Мисир падишаси Пирәвнниң нәзиридә илтипатқа егә қилип, униңға данишмәнлик ата қилди. Падиша уни Мисирға баш вәзир, ордисиға баш ғоҗидар қилди.
11 Кейин, еғир ачарчилиқ пүткүл Мисир вә Қанаан йәрлирини бесип, зор қийинчилиқ болди. Ата-бовилиримиз озуқ-түлүк тапалмиди.
12 Яқуп әнди Мисирда ашлиқ барлиғини аңлиған болуп, [оғуллирини], йәни ата-бовилиримизни у йәргә биринчи қетим әвәтти.
13 Иккинчи қетим барғанда, Йүсүп акилириға өзини ашкарилиди. Шуниң билән Йүсүпниң җәмәтидикиләр Пирәвн падишаға мәлум болди.
14 Андин Йүсүп атиси Яқупниң алдиға хәвәр йәткүзүп, уни пүтүн аилә-җәмәти билән, җәмий йәтмиш бәш кишини Мисирға өзигә чақирди.
15 Шуниң билән Яқуп Мисирға чүшти вә шу йәрдә өлди; кейин [униңдин болған] ата-бовилиримизму шу йәрдә өлди.
16 Уларниң җәсәтлири кейин Шәкәм шәһиригә қайтурулуп, Ибраһим бурун Һаморниң оғуллиридин мәлум пулға сетивалған, Шәкәмдики бир йәрликкә қоюлди.
17 Лекин Худа Ибраһимға әсли қилған вәдиниң вақти йеқинлашқанда, Мисирда туруватқан [Исраил] хәлқиниң нопуси хелә көпәйгән еди.
18 У вақитта, Йүсүптин хәвири болмиған йеңи бир падиша Мисирда тәхткә чиқти.
19 Бу падиша қовмимизға һейлә-микирләр билән муамилә қилип, ата-бовилиримизни езип хорлиди, һәтта уларни өз бовақлирини һаят қалдурмаслиғи үчүн ташливетишкә мәҗбур қилди.
20 Муса мана шу чағларда туғулған еди. У Худаниң алдида алаһидә йеқимлиқ бала болуп, атисиниң өйидә үч ай беқилди.
21 Кейин у сиртқа қоюп қоюлғанда, Пирәвнниң қизи уни [судин] елип, өз оғли қилип чоң қилди.
22 Муса Мисирлиқларниң барлиқ билим-һекмити билән тәрбийилинип, сөздә вә әмәлдә интайин қабилийәтлик адәм болуп чиқти.
23 Лекин униң туғулғиниға қириқ жил тошқанда, өз қериндашлири болған Исраилларниң һалиға йетиш нийитигә кәлди.
24 У улардин бириниң увал қилинип бозәк қилиниватқанлиғини көрүп, уни қоғдап, харланған киши үчүн интиқам елип харлиғучи Мисирлиқни өлтүрди.
25 Чүнки у өз қериндашлирини: — Худа мениң қолум арқилиқ бизгә қутқузуш йолини ачқан дәп чүшинидиғу, дәп ойлиған еди. Лекин улар буни чүшәнмиди.
26 Әтиси, Муса уларниң арисидики бир уруш-җедәлни көрүп, арисиға кирип яраштурмақчи болуп: Силәр қериндаш туруп, немишкә бир-бириңларға йолсизлиқ қиливатисиләр? — деди.
27 Бирақ қериндишини йолсиз бозәк қилған киши уни чәткә иштириветип: — Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту?!
28 Мениму түнүгүнки Мисирлиқни өлтүргәндәк өлтүрмәкчимусән? — деди.
29 Муса бу сөзни аңлап қорқуп, Мисирдин қечип Мидиян зиминиға берип, у йәрдә мусапир болуп туруп қалди. У шу йәрдә икки оғул пәрзәнт көрди.
30 Қириқ жил тошқандин кейин, Синай теғиниң йенидики чөлдә, көйүватқан бир чатқаллиқниң от ялқунида бир пәриштә униңға көрүнди.
31 Бу ғайипанә көрүнүшни көргән Муса униңға интайин һәйран болуп қалди; буниң қандақ иш екәнлигини биләй дәп йеқинрақ барғанда Пәрвәрдигарниң авази аңлинип:
32 «Мән сениң ата-бовилириңниң Худаси, йәни Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң Худасидурмән» деди. Муса қорқунучта титрәп, қарашқиму җүръәт қилалмиди.
33 Пәрвәрдигар униңға йәнә: — Айиғиңни селивәт; чүнки сән туруватқан йәр муқәддәстур.
34 Мән дәрһәқиқәт Мисирда туруватқан хәлқимниң харлиниватқанлиғини көрдүм, уларниң налә-пәрядлирини аңлидим. Шуңа мән уларни елип чиққили чүштүм. Әнди барғин, мән сени Мисирға әвәтәй!» деди.
35 Мана һелиқи кишиләр: «Ким сени бизгә баш һәм сорақчи болсун дәпту!?» дәп рәт қилған дәл мошу Мусани, Худа униңға чатқаллиқта көрүнгән пәриштиниң қоли билән Исраилларға һәм баш һәм қутқузғучи болушқа әвәтти.
36 Әнә шу Муса хәлиққә йетәкчилик қилип, уларни [Мисирдин] чиқарди һәмдә Мисир зиминида, Қизил деңизниң бойида вә қириқ жилни өткүзгән чөлдә карамәтләрни вә мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти.
37 Әнә шу Муса өзи Исраилларға: «Худа қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәрни тикләйду» дегән еди.
38 Чөл-баявандики җамаәткә һәмраһ болған, Синай теғида өзигә сөз қилған пәриштә билән биллә болған, ата-бовилиримиз билән биллә болған һәмраһ дәл әнә шу еди; һаятлиқ бәхш йәткүзидиған вәһийләрни бизгә йәткүзүш үчүн қобул қилғучи болған дәл әнә шу еди;
39 шундақ болсиму, ата-бовилиримиз униңға итаәт қилишни халимай, уни чәткә қеқип, көңлидә Мисирға қайтишни арзу қилди;
40 шуңа улар Һарунға: — «Бизгә йол башлайдиған илаһларни ясап бәргин! Чүнки бизни Мисир зиминидин елип чиққан һелиқи Мусаниң немә болуп кәткәнлигини биләлмидуқ» деди.
41 Шуниң билән шу күнләрдә улар мозай шәклидә бир бут ясап, бу мәбудқа атап қурбанлиқ сунди. Шундақ қилип улар өз қоллири билән ясиған бир нәрсини хошал-хурамлиқ билән тәбрикләшкә киришти.
42 Лекин Худа улардин йүзини өрүп, уларни асмандики юлтуз қошунлириға чоқунушқа қоюп бәрди. Шуниң билән пәйғәмбәрләрниң муқәддәс язмисида пүтүлгәдәк, [Худа уларни мундақ әйиплиди]: — «Силәр чөл-баяванда болған қириқ жил җәрянида қилған қурбанлиқ-һәдийәләрни һәқиқәтән Маңа елип кәлгәнмусиләр, и Исраил җәмәти?
43 Бәрһәқ, силәр чоқунуш үчүн ясиған мәбудлар, йәни «Молоқ»ниң чедири һәм бутуң болған «Рәмфан»ниң юлтуз бәлгүсини көтирип маңдиңлар; әнди Мән силәрни әсир қилип Бабилдин жираққа сүргүн қилдуримән».
44 Ата-бовилиримиз чөлдин кәзгән вақтида, «һөкүм-гувалиқ» чедири уларниң оттурисида тикләнгән еди; у дәл Мусаға сөз-калам Йәткүзгүчиниң буйруғинидәк, көрситилгән өрнәк бойичә ясалған еди.
45 Шу ибадәт чедирини ата-бовилиримиз илгиридикиләрдинму егидарчилиғиға тапшуруп, Йәшуаниң йетәкчилигидә, Худа уларниң алдидила қоғлиған әлләрниң зиминлирини бесивалғинида, уни бу йәргә елип кәлгән; чедир шундақла [падиша] Давутниң заманиғичә турған.
46 Давут Худаниң шапаитигә еришип, Яқупниң Худаси үчүн бир муқим макан селишқа иҗазәт сориған.
47 Бирақ кейин, [Худа] үчүн ибадәтхана салған [Давут әмәс], әмәлийәттә Сулайман болди.
48 Һалбуки, Һәммидин Алий Болғучи инсанниң қоллири билән ясиған маканларда турмайду; худди пәйғәмбәр мундақ дегинидәк: —
49 «Асманлар Мениң тәхтим, Зимин болса аяқлиримға тәхтипәрдур, Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?
50 Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан әмәсмиди?»
51 — Әй, бойни қаттиқ, жүриги вә қулиқи хәтнисиз болғанлар! Силәр Муқәддәс Роһ билән дайим қаршилишисиләр; силәр ата-бовилириңлар немә қилған болса, шуни охшаш қиливатисиләр!
52 Пәйғәмбәрләрдин зади қайсисиға ата-бовилириңлар зиянкәшлик қилип бақмиған? Шундақ қилип улар «Һәққаний Болғучи»ниң келидиғанлиғини алдин җакалиғучиларни өлтүрүшкән. Әнди у өзи һазир кәлгәндә, силәр униңға сатқунлуқ қилғучи вә қатил болуп чиқтиңлар,
53 И силәр Тәврат қанунини пәриштиләрниң әмри-тапилиғанлири билән тапшурувелип туруп, униңға әмәл қилмиғучилар!»
54 [Истипанниң] бу сөзлирини аңлиған [алий кеңәшмидикиләр] жүригигә [хәнҗәр] санҗилғандәк болуп, униңға чишлирини ғучурлатти.
55 Лекин у болса Муқәддәс Роһқа толған, көзлирини көккә тикип, Худаниң җуласини, шундақла униң оң йенида Әйсаниң турғанлиғини көрүп,
56 — Қараңлар! Асманлар ечилип, Инсаноғлиниң Худаниң оң йенида турғанлиғини көрүватимән! — деди.
57 Улар буниңға қулақлирини қоллири билән етивелип, авазини қаттиқ көтирип вақиришип бирликтә униңға йопурулуп келивиди,
58 уни шәһәрниң сиртиға иштирип чиқирип, чалма-кесәк қилишқа башлиди. [Уни әрз қилған] гувачилар [уни чалма-кесәк қилиштин авал] чапанлирини Саул исимлиқ бир яшниң пути алдида қоюп қоюшти.
59 Улар Истипанни чалма-кесәк қилғинида у: — И Рәб Әйса, мениң роһумни қобул қилғайсән! — дәп нида қилди.
60 Андин у тизлинип туруп қаттиқ аваз билән: — И Рәб, бу гунаниң һесавини улардин алмиғайсән, — деди. У бу сөзни қилип болупла җан үзүп ухлап кәтти.