< Юһанна 1 >
1 Муқәддәмдә «Калам» бар еди; Калам Худа билән биллә еди һәм Калам Худа еди.
2 У муқәддәмдә Худа билән биллә еди.
3 У арқилиқ барлиқ мәвҗудатлар яритилди вә барлиқ яритилғанларниң һеч бири униңсиз яритилған әмәс.
4 Униңда һаятлиқ бар еди вә шу һаятлиқ инсанларға нур елип кәлди.
5 Вә нур қараңғулуқта парлайду вә қараңғулуқ болса нурни һеч бесип чүшәлигән әмәс.
6 Бир адәм Худадин кәлди. Униң исми Йәһя еди.
7 У гувалиқ бериш үчүн, йәни һәммә инсан өзи арқилиқ ишәндүрүлсун, дәп нурға гувачи болушқа кәлгән еди.
8 [Йәһяниң] өзи шу нур әмәс, бәлки пәқәт шу нурға гувалиқ беришкә кәлгән еди.
9 Һәқиқий нур, йәни пүткүл инсанни йорутқучи нур дунияға келиватқан еди.
10 У дунияда болған вә дуния у арқилиқ барлиққа кәлтүрүлгән болсиму, лекин дуния уни тонумиди.
11 У өзиниңкиләргә кәлгән болсиму, бирақ уни өз хәлқи қобул қилмиди.
12 Шундақтиму, у өзини қобул қилғанлар, йәни өз намиға етиқат қилғанларниң һәммисигә Худаниң пәрзәнти болуш һоқуқини ата қилди.
13 Уни қобул қилған мошулар я қандин, я әтләрдин, я инсан ирадисидин әмәс, бәлки Худадин төрәлгән болиду.
14 Калам инсан болди һәм аримизда маканлашти вә биз униң шан-шәривигә қаридуқ; у шан-шәрәп болса, Атиниң йенидин кәлгән, меһри-шәпқәт вә һәқиқәткә толған бирдин-бир йеганә Оғлиниңкидур.
15 (Йәһя униңға гувалиқ берип: — Мана, мән [силәргә]: «Мәндин кейин кәлгүчи мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияға келиштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур! — дәп җар қилди)
16 Чүнки һәммимиз униңдики толуп ташқанлардин илтипат үстигә илтипат алдуқ.
17 Чүнки Тәврат қануни Муса [пәйғәмбәр] арқилиқ йәткүзүлгән еди; лекин меһри-шәпқәт вә һәқиқәт Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.
18 Худани һеч ким көрүп баққан әмәс; бирақ Атиниң қучиғида турғучи, йәни бирдин-бир Оғул Уни аян қилди.
19 Йерусалимдики Йәһудийлар Йәһядин «Сән кимсән?» дәп сүрүштә қилишқа каһинлар билән Лавийларни униң йениға әвәткәндә, униң уларға җававән бәргән гувалиғи мундақ еди:
20 У етирап қилип, һеч иккиләнмәй: — «Мән Мәсиһ әмәсмән» — дәп ениқ етирап қилди.
21 Улар униңдин: — Ундақта өзүң ким болисән? Иляс [пәйғәмбәр]мусән? — дәп сориди. — Яқ, мән у әмәсмән, — деди у. — Әмисә, сән һелиқи пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар. У йәнә: — Яқ! — деди.
22 Шуңа улар униңдин: — Ундақта, сән зади ким болисән? Бизни әвәткәнләргә җавап беришимиз үчүн, [бизгә ейтқин], өзүң тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сориди.
23 Йәһя мундақ җавап бәрди: — Йәшая пәйғәмбәр бурун ейтқандәк, чөлдә «Рәбниң йолини түз қилиңлар» дәп товлайдиған аваздурмән!
24 Әнди [Йерусалимдин] әвәтилгәнләр Пәрисийләрдин еди. Улар йәнә Йәһядин: — Сән я Мәсиһ, я Иляс яки һелиқи пәйғәмбәр болмисаң, немә дәп кишиләрни суға чөмүлдүрисән? — дәп сориди.
25
26 Йәһя уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда турғучи силәр тонумиған бириси бар;
27 у мәндин кейин кәлгүчи болуп, мән һәтта униң кәшиниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
28 Бу ишлар Иордан дәриясиниң шәрқий қетидики Бәйт-Ания йезисида, йәни Йәһя пәйғәмбәр кишиләрни [суға] чөмүлдүрүватқан йәрдә йүз бәргән еди.
29 Әтиси, Йәһя Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана, пүткүл дунияниң гуналирини елип ташлайдиған Худаниң қозиси!
30 Мана, мән [силәргә]: «Мәндин кейин кәлгүчи бириси бар, у мәндин үстүндур, чүнки у мән дунияда болуштин бурунла болған еди» дегиним дәл мошу кишидур!
31 Мән бурун уни билмисәмму, лекин уни Исраилға аян болсун дәп, кишиләрни суға чөмүлдүргили кәлдим.
32 Йәһя йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Роһниң пахтәк һалитидә асмандин чүшүп, униң үстигә қонғанлиғини көрдүм.
33 Мән әслидә уни билмигән едим; лекин мени кишиләрни суға чөмүлдүрүшкә Әвәткүчи маңа: «Сән Роһниң чүшүп, кимниң үстигә қонғанлиғини көрсәң, у кишиләрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүргүчи болиду!» дегән еди.
34 Мән дәрвәқә шу ишни көрдүм, шуңа униң һәқиқәтән Худаниң Оғли екәнлигигә гувалиқ бәрдим!
35 Әтиси, Йәһя икки мухлиси билән йәнә шу йәрдә туратти.
36 У [у йәрдин] меңип кетиватқан Әйсани көрүп: — Қараңлар! Худаниң қозиси! — деди.
37 Униң бу сөзини аңлиған икки мухлис Әйсаниң кәйнидин меңишти.
38 Әйса кәйнигә бурулуп, уларниң әгишип келиватқинини көрүп улардин: — Немә издәйсиләр? — дәп сориди. Улар: — Рабби (бу [ибранийчә сөз болуп], «устаз» дегән мәнидә), қәйәрдә турисән? — деди.
39 — Берип көрүңлар, — деди у. Шуниң билән, улар берип униң қәйәрдә туридиғанлиғини көрди вә у күни униң билән биллә турди (бу вақит шу күнниң онинчи саити еди).
40 Йәһя [пәйғәмбәрниң] жуқуриқи сөзини аңлап, Әйсаниң кәйнидин маңған иккиләнниң бири Симон Петрусниң иниси Андрияс еди.
41 Андрияс авал өз акиси Симонни тепип, униңға: — Биз «Мәсиһ»ни таптуқ! — деди («Мәсиһ» ибранийчә сөз болуп, грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дәп тәрҗимә қилиниду)
42 вә акисини Әйсаниң алдиға елип барди. Әйса униңға қарап: Сән Юнусниң оғли Симон; буниңдин кейин «Кифас» дәп атилисән, — деди (мәниси «таш»тур).
43 Әтиси, Әйса Галилийә өлкисигә йол алмақчи еди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң! — деди
44 (Филип Бәйт-Саидалиқ болуп, Андрияс билән Петрусниң жутдиши еди).
45 Филип Натанийәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта вә башқа пәйғәмбәрләрму [язмилирида] бешарәт қилип язған затни таптуқ. У болса Йүсүпниң оғли Насарәтлик Әйса екән! — деди.
46 Бирақ Натанийәл: — Насарәт дегән җайдин яхши бир немә чиқамду?! — деди. Келип көрүп бақ! — деди Филип.
47 Әйса Натанийәлниң өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана, ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир Исраиллиқ! — деди.
48 Натанийәл: — Мени қәйеримдин билдиң? — дәп сориди. Әйса униңға җавап берип: — Филип сени чақириштин авал, сениң әнҗир дәриғиниң түвидә олтарғанлиғиңни көргән едим, — деди.
49 Натанийәл җававән: — Устаз, сән Худаниң Оғли, Исраилниң Падишасисән! — деди.
50 Әйса униңға җававән: — Сени әнҗир дәриғиниң түвидә көргәнлигимни ейтқанлиғим үчүн ишиниватамсән? Буниңдинму чоң ишларни көрисән! — деди
51 вә йәнә: — Бәрһәқ, бәрһәқ силәргә ейтип қояйки, силәр асманлар ечилип, Худаниң пәриштилириниң Инсаноғлиниң үстидин чиқип-чүшүп жүридиғанлиғини көрисиләр! — деди.