< 1 Timoteut 4 >

1 Dhe Fryma e thotë shkoqur se në kohët e fundit disa do ta mohojnë besimin, duke u vënë veshin frymëve gënjeshtare dhe doktrinave të demonëve,
Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки, ахир заманларда бәзиләр етиқаттин йенип, алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду.
2 që flasin gënjeshtra me hipokrizi, të damkosur në ndërgjegjen e tyre,
Бундақ [тәлим бәргүчиләр] сахтилиқта ялғанчилиқ қилип, худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған;
3 të cilët do të ndalojnë martesën dhe do të urdhërojnë të mos hani ushqimet që Perëndia i krijoi, të merren me falënderim nga ata që besojnë dhe e njohin të vërtetën.
улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма [улар мәнъий қилидиған] йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди.
4 Sepse çdo krijesë e Perëndisë është e mirë dhe asgjë s’është për t’u hedhur, nëse merret me falënderim,
Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду.
5 sepse është shenjtëruar nga fjala e Perëndisë dhe nga lutja.
Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду.
6 Duke ua propozuar këto gjëra vëllezërve, ti do të jesh një shërbyes i mirë i Jezu Krishtit, i ushqyer me fjalët e besimit dhe të mësimit të mirë, që ke kuptuar plotësisht.
Бу несиһәтләрни қериндашларниң сәмигә салсаң, Мәсиһ Әйсаниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла, өзүңниң әстайидил әгәшкән етиқаттики вә сағлам тәлимләрдики сөзләр билән қувәтләндүрүлгәнлигиң аян болиду.
7 Shmangu pra nga përrallat profane dhe të të vjetërve, edhe ushtrohu në perëndishmëri,
Амма ихлассизларниң вә момайларниң әпсанилирини чәткә қеқип, өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин.
8 sepse ushtrimi i trupit është i dobishëm për pak gjë, kurse perëndishmëria është e dobishme për çdo gjë, sepse përmban premtimin e jetës së tashme dhe të asaj që do të vijë.
Чүнки «Бәдәнни чиниқтурушниң азрақ пайдиси бар, лекин ихласмәнликтә интилишниң һәртәрәплик пайдиси бар; у һазирқи вә кәлгүси һаят үчүн бәхит елип келиду»
9 Kjo fjalë është e sigurt dhe e denjë për t’u pranuar në çdo mënyrë.
— бу сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду.
10 Për këtë, në fakt, ne po mundohemi dhe na shajnë, sepse kemi shpresuar në Perëndinë e gjallë, që është Shpëtimtari i gjithë njerëzve dhe sidomos i besimtarëve.
Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз. Чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.
11 Urdhëro këto gjëra dhe mëso këto gjëra.
Бу ишларни [җамаәткә] тохтимай тапилиғин вә үгәткин.
12 Askush të mos e shpërfillë moshën tënde të re, por bëhu shembull për besimtarët në fjalë, në sjellje, në dashuri, në Frymë, në besim dhe në dëlirësi.
Һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма; бәлки сөзлириңдә, әмәллириңдә, меһир-муһәббәт, етиқат вә паклиқта етиқатчиларға нәмунә бол.
13 Kushtoju leximit, këshillimit dhe mësimit derisa të vij unë.
Мән йениңға барғичә, өзүңни җамаәткә [муқәддәс язмиларни] оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин.
14 Mos e lër pas dore dhuntinë që është në ty, e cila të është dhënë me anë profecie, me vënien e duarve nga ana e pleqësisë.
[Җамаитиңниң] ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, [Худаниң] вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма.
15 Kujdesu për këto gjëra dhe kushtoju atyre tërësisht, që përparimi yt të jetë i dukshëm për të gjithë.
Бу ишларға берилип, өзүңни уларға толуқ атиғин. Шуниң билән сениң алға басқанлиғиң һәммәйләнгә аян болиду.
16 Ruaje veten tënde dhe mësimin, qëndro në këto gjëra, sepse, duke vepruar kështu, do të shpëtosh veten dhe ata që të dëgjojnë.
Өзүңгә вә бәргән тәлимиңгә изчил көңүл қойғин. Чүнки шундақ қилғанда өзүңниму вә саңа қулақ салғанларниму қутқузисән.

< 1 Timoteut 4 >