< 1 Timoteut 3 >

1 Kjo fjalë është e sigurt: Në qoftë se dikush dëshiron të bëhet peshkop, dëshiron një punë të mirë.”
«Әгәр бириси җамаәткә йетәкчи болушқа интилсә, у гөзәл бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур.
2 Duhet, pra, që peshkopi të jetë i patëmetë, burrë i një gruaje të vetme, të jetë i përmbajtur, i arsyeshëm, i matur, mikpritës, i zoti të mësojë të tjerët,
Әнди йетәкчи болса әйипсиз, бир хотунлуқ, салмақ, пәмлик, әдәплик, меһмандост, Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,
3 të mos jepet pas verës, të mos jetë i dhunshëm, të mos jetë koprac, por i butë, jo grindavec, të mos lakmojë paranë;
шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, мулайим болуши, сәпра, нәпсанийәтчи болмаслиғи,
4 njeri që e qeveris mirë familjen e vet dhe i ka fëmijët të bindur me çdo lloj mirësjellje;
әз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, толиму салапәтлик билән пәрзәнтлирини ата-анисиға бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк.
5 (sepse në qoftë se dikush nuk di të qeverisë familjen e vet, si do të kujdeset për kishën e Perëndisë?).
Чүнки бириси өз аилисини башқурушни билмисә, у Худаниң җамаитидин қандақму хәвәр алалисун?
6 Të mos jetë i posakthyer në besim, që të mos i rritet mendja dhe të bjerë në gabimet e djallit.
[Йетәкчи] йеңи етиқатчилардин болмисун; ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин, шуниңдәк Шәйтанниң әйивигә кирип, у учриған һөкүмгә чүшиду.
7 Madje duhet që ai të ketë dëshmim të mirë edhe ndër të jashtmit, që të mos shahet dhe të bjerë në lakun e djallit.
У [җамаәтниң] сиртидикиләр тәрипидинму убдан тәриплинидиған болуши керәк; шундақ болғанда, у башқиларниң қарилишиға учримайду, Шәйтанниң қилтиғиға чүшмәйду.
8 Gjithashtu dhjakët duhet të jenë dinjitozë, jo me dy faqe në fjalë, të mos jepen pas verës së tepërt, të mos lakmojnë fitime të paligjshme,
Худди [йетәкчиләргә] охшаш, җамаәтниң хизмәткарлириму салмақ, икки хил гәп қилмайдиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, нәпсанийәтчи болмиған кишиләрдин болуши,
9 dhe ta ruajnë misterin e besimit me ndërgjegje të pastër.
пак виҗдани билән етиқатниң сирини чиң тутидиған болуши лазим.
10 Edhe këta le të vihen më parë në provë, pastaj ta kryejnë shërbesën e tyre po të jenë të patëmetë.
Бундақ адәмләрниму алди билән синап көрүп, әйип тәрәплири болмиса, андин хизмәт вәзиписигә қоюшқа болиду.
11 Edhe bashkëshortet e tyre të kenë dinjitet, jo shpifarake, por të përmbajtura dhe besnike në gjithçka.
Шуниңдәк, бу хизмәткарларниң аяллириму тәмкин, питнә-пасат қилмайдиған, салмақ вә һәр қандақ ишта ишәшлик болғанлардин болуши лазим.
12 Dhjakët të jenë bashkëshortë të një gruaje të vetme, t’i drejtojnë mirë fëmijët dhe familjet e veta.
Хизмәткарлар бир хотунлуқ, өз пәрзәнтлири вә аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун.
13 Sepse ata që e kanë kryer mirë shërbesën, fitojnë reputacion të mirë dhe siguri të madhe në besimin në Jezu Krishtin.
Хизмәткарниң вәзиписини убдан орунғанлар өзи үчүн яхши нам-атаққа сазавәр болиду вә Мәсиһ Әйсада болған етиқатта зор җүръәт-ишәшкә еришиду.
14 Po t’i shkruaj këto gjëra duke shpresuar që të vij së shpejti te ti,
Мән гәрчә пат арида йениңға йетип беришни арзу қилсамму, йәнила бу хәтни яздим;
15 por, po u vonova, të dish se si duhet të sillesh në shtëpinë e Perëndisë, që është kisha e Perëndisë së gjallë, shtylla dhe mbështetja e së vërtetës.
Мабада мән һаял болуп қалсам, хәттин Худаниң аилиси арисида өзүңни қандақ тутуш керәклигини билисән. Бу аилә болса тирик Худаниң җамаити, һәқиқәтниң түврүги вә тәглигидур.
16 Dhe s’ka asnjë dyshim se misteri i mëshirës është i madh: Perëndia u shfaq në mish, u shfajësua në Frymë, u duk ndër engjëj, u predikua ndër johebrenj, u besua në botë, u ngrit në lavdi.
Һәммәйлән етирап қилмай туралмайдуки, ихласмәнликниң сири бүйүктур: — «Өзи инсан тенидә аян болди, Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, Пәриштиләргә у көрүнди, Униң хәвири пүткүл әлләргә җакаланди, Җаһанда Униңға иман кәлтүрүлди, У шан-шәрәп ичидә әршкә көтирилди».

< 1 Timoteut 3 >