< 고린도후서 5 >

1 만일 땅에 있는 우리의 장막집이 무너지면 하나님께서 지으신 집 곧 손으로 지은 것이 아니요 하늘에 있는 영원한 집이 우리에게 있는 줄 아나니 (aiōnios g166)
Чүнки бу зиминға тәвә өйимиз, йәни бу чедиримиз йоқитилсиму, Худа тәрипидин болған, инсан қоли билән ясалмиған бир өй, йәни асманларда әбәдий бир маканимиз бардур дәп билимиз. (aiōnios g166)
2 과연 우리가 여기 있어 탄식하며 하늘로부터 오는 우리 처소로 덧입기를 간절히 사모하노니
Әнди бу [кона өйимиздә] турғинимизда асмандики өйимизни кийивелишқа зор интизар билән аһ урмақтимиз
3 이렇게 입음은 벗은 자들로 발견되지 않으려 함이라
(бәрһәқ, [асмандики өйимизни] кийивалсақ ялаңач қалмаймиз).
4 이 장막에 있는 우리가 짐 진 것 같이 탄식하는 것은 벗고자 함이 아니요 오직 덧입고자 함이니 죽을 것이 생명에게 삼킨 바 되게 하려 함이라
Чүнки мошу чедирда турғинимизда, еғирчилиқта аһ урмақтимиз; бу бизниң ялаңачлинишни халиқинимиз әмәс, бәлки кийиндүрүлүшни, йәни биздә өлидиған немә болса, униң һаят тәрипидин жутулушини халаймиз.
5 곧 이것을 우리에게 이루게 하시고 보증으로 성령을 우리에게 주신 이는 하나님이시니라
Әнди бизни дәл мошу ишқа тәйярлиғучи болса Худадур; У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди.
6 그러므로 우리가 항상 담대하여 몸에 거할 때에는 주와 따로 거하는 줄을 아노니
Шуниң билән биз һемишә юрәклик болимиз; һәмдә тенимиздә макан тутқинимизда Рәбдин нери болған мусапир болимиз дәп билимиз
7 이는 우리가 믿음으로 행하고 보는 것으로 하지 아니함이로라
(чүнки биз көрүш сезими билән әмәс, етиқат билән маңимиз);
8 우리가 담대하여 원하는 바는 차라리 몸을 떠나 주와 함께 거하는 그것이니라
биз юрәклик болуп, шуниңдәк тәндин нери болуп Рәб билән биллә бир маканда болушқа техиму хурсәнмиз.
9 그런즉 우리는 거하든지 떠나든지 주를 기쁘시게 하는 자가 되기를 힘쓰노라
Шуниң билән, мәйли тәндә болайли, тәндин нери болайли, уни хурсән қилишни истәк-нишан қилип интилимиз.
10 이는 우리가 다 반드시 그리스도의 심판대 앞에 드러나 각각 선악간에 그 몸으로 행한 것을 따라 받으려 함이라
Чүнки тәндә қилған әмәллиримизни, яхшилиқ болсун, яманлиқ болсун, һәр биримизгә қайтурулуши үчүн Мәсиһниң сорақ тәхти алдида һазир болушимиз лазим болиду.
11 우리가 주의 두려우심을 알므로 사람을 권하노니 우리가 하나님 앞에 알리워졌고 또 너희의 양심에도 알리워졌기를 바라노라
Шуниң билән Рәбниң дәһшитини билгәнлигимиз үчүн, инсанларни ишәндүрүшкә тиришимиз; лекин биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән.
12 우리가 다시 너희에게 자천하는 것이 아니요 오직 우리를 인하여 자랑할 기회를 너희에게 주어 마음으로 하지 않고 외모로 자랑하는 자들을 대하게 하려 하는 것이라
Биз һазир өзимизни қайтидин силәргә тәвсийә қилғинимиз йоқ, бәлки пәқәт силәрдә қәлбдики ишлардин әмәс, ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз.
13 우리가 만일 미쳤어도 하나님을 위한 것이요 만일 정신이 온전하여도 너희를 위한 것이니
Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз.
14 그리스도의 사랑이 우리를 강권하시는도다 우리가 생각건대 한 사람이 모든 사람을 대신하여 죽었은즉 모든 사람이 죽은 것이라
Чүнки Мәсиһниң муһәббити бизни [шундақ қилишқа] үндәйду; чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз.
15 저가 모든 사람을 대신하여 죽으심은 산 자들로 하여금 다시는 저희 자신을 위하여 살지 않고 오직 저희를 대신하여 죽었다가 다시 사신 자를 위하여 살게 하려 함이니라
Вә У һәммәйләнни дәп өлди, буниңдин мәхсәт, һаят болғанлар өзлири үчүн әмәс, бәлки уларни дәп өлүп тирилгүчи үчүн яшиши үчүндур.
16 그러므로 우리가 이제부터는 아무 사람도 육체대로 알지 아니하노라 비록 우리가 그리스도도 육체대로 알았으나 이제부터는 이같이 알지 아니하노라
Шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз.
17 그런즉 누구든지 그리스도 안에 있으면 새로운 피조물이라 이전 것은 지나갔으니 보라 새 것이 되었도다
Шуңа әнди бириси Мәсиһдә болса, у йеңи бир яритилғучидур! Кона ишлар өтүп, мана, һәммә иш йеңи болди!
18 모든 것이 하나님께로 났나니 저가 그리스도로 말미암아 우리를 자기와 화목하게 하시고 또 우리에게 화목하게 하는 직책을 주셨으니
Вә барлиқ ишлар Худадиндур; У бизни Мәсиһ арқилиқ Өзигә енақлаштурди, шундақла бизгә енақлаштуруш хизмитини тапшурди: —
19 이는 하나님께서 그리스도 안에 계시사 세상을 자기와 화목하게 하시며 저희의 죄를 저희에게 돌리지 아니하시고 화목하게 하는 말씀을 우리에게 부탁하셨느니라
демәк, Худа Мәсиһдә адәмләрниң итаәтсизликлирини уларниң әйиви билән һесаплашмай, аләмни Өзигә енақлаштурди; шуниңдәк бизгә енақлаштуруш хәвирини аманәт қилип тапшурди.
20 이러므로 우리가 그리스도를 대신하여 사신이 되어 하나님이 우리로 너희를 권면하시는 것 같이 그리스도를 대신하여 간구하노니 너희는 하나님과 화목하라
Шуңа худди Худа биз арқилиқ [адәмләрдин енақлиққа келишни] өтүнгинидәк, биз Мәсиһкә вакалитән әлчиләрдурмиз; Мәсиһниң орнида «Худаға енақлаштурулғайсиләр!» дәп өтүнимиз.
21 하나님이 죄를 알지도 못하신 자로 우리를 대신하여 죄를 삼으신 것은 우리로 하여금 저의 안에서 하나님의 의가 되게 하려 하심이니라
Гунаға һеч тонуш болмиған кишини Худа бизни дәп гунаниң өзи қилди; мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур.

< 고린도후서 5 >