< 고린도전서 1 >

1 하나님의 뜻을 따라 그리스도 예수의 사도로 부르심을 입은 바울과 및 형제 소스데네는
Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули дәп чақирилған мәнки Павлустин вә қериндишимиз Состенистин Коринт шәһиридики җамаәткә, Мәсиһ Әйсада пак-муқәддәс қилинип, «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирилғанларға вә шуниңдәк һәр йәрләрдә Рәб Әйса Мәсиһниң (У уларға вә бизгә мәнсуп!) намиға нида қилғучиларниң һәммисигә салам!
2 고린도에 있는 하나님의 교회 곧 그리스도 예수 안에서 거룩하여지고 성도라 부르심을 입은 자들과 또 각처에서 우리의 주 곧 저희와 우리의 주 되신 예수 그리스도의 이름을 부르는 모든 자들에게
3 하나님 우리 아버지와 주 예수 그리스도로 좇아 은혜와 평강이 있기를 원하노라
Атимиз Худа һәм Рәб Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
4 그리스도 예수 안에서 너희에게 주신 하나님의 은혜를 인하여 내가 너희를 위하여 항상 하나님께 감사하노니
Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә ата қилинған меһри-шәпқити түпәйлидин Худайимға һәрдайим тәшәккүр ейтимән;
5 이는 너희가 그의 안에서 모든 일 곧 모든 구변과 모든 지식에 풍족하므로
буниң билән силәр Униңда һәр тәрәптә, һәр қандақ сөздә, һәр тәрәптики билимләрдә бай қилинғансиләр,
6 그리스도의 증거가 너희 중에 견고케 되어
худди Мәсиһниң гувалиғи силәрдә тәстиқланғандәк.
7 너희가 모든 은사에 부족함이 없이 우리 주 예수 그리스도의 나타나심을 기다림이라
Шуниң билән силәрдә һәр қандақ роһий илтипат кәмлик қилмастан, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң аян қилинишини күтисиләр;
8 주께서 너희를 우리 주 예수 그리스도의 날에 책망할 것이 없는 자로 끝까지 견고케 하시리라
У йәнә силәрни ахирғичә мустәһкәмләйдуки, Рәб Әйса Мәсиһниң күни кәлгичә әйипсиз сақлинисиләр;
9 너희를 불러 그의 아들 예수 그리스도 우리 주로 더불어 교제케 하시는 하나님은 미쁘시도다
Худа сөзидә турғучидур — силәрни Өз Оғли Рәб Әйса Мәсиһниң сирдаш-һәмдәмлигигә чақирғучи дәл Униң Өзидур.
10 형제들아 내가 우리 주 예수 그리스도의 이름으로 너희를 권하노니 다 같은 말을 하고 너희 가운데 분쟁이 없이 같은 마음과 같은 뜻으로 온전히 합하라
Әнди мән силәрдин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән шуни өтүнимәнки, и қериндашлар, гепиңлар бир йәрдин чиқсун, араңларда бөлгүнчилик болмисун, бир пикирдә, бир нийәттә камил бирләштүрүлүңлар;
11 내 형제들아 글로에의 집 편으로서 너희에게 대한 말이 내게 들리니 곧 너희 가운데 분쟁이 있다는 것이라
Чүнки Кловиниң аилисидикиләрниң маңа силәр тоғраңларда ейтишичә, и қериндашлирим, араңларда талаш-тартишлар бар екән.
12 이는 다름아니라 너희가 각각 이르되 나는 바울에게, 나는 아볼로에게, 나는 게바에게, 나는 그리스도에게 속한 자라 하는 것이니
Демәкчи болғиним шуки, һәр бириңлар: «Мән Павлусниң тәрәпдари», «Мән Аполлосниң тәрәпдари», «Мән Кефасниң тәрәпдари» вә «Мән Мәсиһниң тәрәпдари» дәватисиләр.
13 그리스도께서 어찌 나뉘었느뇨 바울이 너희를 위하여 십자가에 못 박혔으며 바울의 이름으로 너희가 침례를 받았느뇨
Әҗәба, Мәсиһ бөлүнгәнмикән? Силәр үчүн крестләнгән адәм Павлусмиди? Силәр Павлусниң намиға чөмүлдүрүлдүңларму?
14 그리스보와 가이오 외에는 너희 중 아무에게도 내가 침례를 주지 아니한 것을 감사하노니
Мән Худаға тәшәккүр ейтимәнки, араңлардин Криспус билән Гаюстин башқа һеч қайсиңларни чөмүлдүрмидим;
15 이는 아무도 나의 이름으로 침례를 받았다 말하지 못하게 하려함이라
шуниң билән һеч ким мени өзиниң намида адәмләрни чөмүлдүрди, дейәлмәйду.
16 내가 또한 스데바나 집 사람에게 침례를 주었고 그 외에는 다른 아무에게 침례를 주었는지 알지 못하노라
Дурус, мән йәнә Истифанасниң өйидикиләрниму чөмүлдүрдүм; башқа бирәвни чөмүлдүргинимни әсләлмәймән.
17 그리스도께서 나를 보내심은 침례를 주게 하려 하심이 아니요 오직 복음을 전케 하려 하심이니 말의 지혜로 하지 아니함은 그리스도의 십자가가 헛되지 않게 하려 함이라
Чүнки Мәсиһ мени адәмләрни чөмүлдүрүшкә әмәс, бәлки хуш хәвәрни җакалашқа әвәтти; уни җакалаш болса инсанниң һекмәтлик сөзлири билән болмаслиғи керәк; ундақ болғанда Мәсиһниң кресттики [қурбанлиғиниң] күчи йоқитилған болиду.
18 십자가의 도가 멸망하는 자들에게는 미련한 것이요 구원을 얻는 우리에게는 하나님의 능력이라
Чүнки кресттики қурбанлиғи тоғрилиқ сөз-калам һалакәткә кетиватқанларға ахмақлиқ, амма қутулдурулуватқан бизләргә Худаниң күч-қудритидур.
19 기록된 바 내가 지혜 있는 자들의 지혜를 멸하고 총명한 자들의 총명을 폐하리라 하였으니
Чүнки мундақ пүтүлгәнки, «Мән данишмәнләрниң данишмәнлигини йоқитимән, ақилларниң ақиллиғини чәткә қақимән».
20 지혜 있는 자가 어디 있느뇨 선비가 어디 있느뇨 이 세대에 변사가 어디 있느뇨 하나님께서 이 세상의 지혜를 미련케 하신 것이 아니뇨 (aiōn g165)
Ундақта, данишмәнләр қени? Тәврат өлималири қени? Бу дуниядики бәс-муназирә қилғучилар қени? Худа бу дуниядики даналиқни ахмақлиқ дәп көрсәткән әмәсму? (aiōn g165)
21 하나님의 지혜에 있어서는 이 세상이 자기 지혜로 하나님을 알지 못하는 고로 하나님께서 전도의 미련한 것으로 믿는 자들을 구원하시기를 기뻐하셨도다
Чүнки Худа даналиғи билән бекиткини бойичә, дуния өз даналиғи арқилиқ Худани тонумиған, шуңа Худа әхмиқанә дәп қаралған, җакалиниватқан сөз-калам арқилиқ униңға ишәнгүчиләргә ниҗатлиқ йәткүзүшни лайиқ көргән.
22 유대인은 표적을 구하고 헬라인은 지혜를 찾으나
Чүнки Йәһудийлар мөҗизилик аламәтләрни, греклар болса «даналиқ»ни тәләп қилиду;
23 우리는 십자가에 못 박힌 그리스도를 전하니 유대인에게는 거리끼는 것이요 이방인에게는 미련한 것이로되
амма биз болсақ Мәсиһни, йәни крестләнгән Мәсиһни җакалаймиз; бу Йәһудийларға нисбәтән бизарлиқ иш, әлләргә нисбәтән әхмиқанилик дәп қарилиду;
24 오직 부르심을 입은 자들에게는 유대인이나 헬라인이나 그리스도는 하나님의 능력이요 하나님의 지혜니라
амма чақирилғанлар үчүн ейтқанда, мәйли Йәһудийлар болсун яки греклар болсун, Мәсиһ Худаниң күч-қудрити вә Худаниң даналиғидур.
25 하나님의 미련한 것이 사람보다 지혜 있고 하나님의 약한 것이 사람보다 강하니라
Чүнки Худаниң әхмиқанилиги инсанларниң даналиғидин үстүндур, Худаниң аҗизлиғи инсанларниң күчидин үстүндур.
26 형제들아 너희를 부르심을 보라 육체를 따라 지혜 있는 자가 많지 아니하며 능한 자가 많지 아니하며 문벌 좋은 자가 많지 아니하도다
Чүнки, и қериндашлар, силәрниң чақирилған вақиттики һалиңлар үстидә ойлинип беқиңлар; чақирилғанлар арисида инсаний тәрәптин дана қаралғанлар анчә көп әмәс, күч-һоқуққа егә болғанлар анчә көп әмәс, ақсүнәкләр анчә көп әмәс еди;
27 그러나 하나님께서 세상의 미련한 것들을 택하사 지혜 있는 자들을 부끄럽게 하려 하시고 세상의 약한 것들을 택하사 강한 것들을 부끄럽게 하려 하시며
бәлки Худа даналарни хиҗаләткә қалдуруш үчүн бу дуниядики ахмақ саналғанларни талливалди; күчлүкләрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн бу дуниядики аҗиз саналғанларни талливалди;
28 하나님께서 세상의 천한 것들과 멸시 받는 것들과 없는 것들을 택하사 있는 것들을 폐하려 하시나니
У йәнә бу дуниядики қәдирсизләрни, пәс көрүлидиғанларни талливалди, «йоқ болған нәрсиләр»ни мәвҗут шәйиләрни йоққа чиқириветиш үчүн талливалди.
29 이는 아무 육체라도 하나님 앞에서 자랑하지 못하게 하려 하심이라
Униң мәхсити Худа алдида һеч әт егиси махтанмаслиқ үчүндур.
30 너희는 하나님께로부터 나서 그리스도 예수 안에 있고 예수는 하나님께로서 나와서 우리에게 지혜와 의로움과 거룩함과 구속함이 되셨으니
Амма Униң тәрипидин силәр Мәсиһ Әйсада турисиләр; У бизгә Худадин кәлгән даналиқ, һәққанийлиқ, пак-муқәддәслик вә һөрлүк-азатлиқ қилинғандур;
31 기록된 바 자랑하는 자는 주 안에서 자랑하라 함과 같게 하려 함이니라
шуниңдәк [Тәвратта] пүтүлгәндәк: «Пәхирлинип махтиғучи болса Рәбдин пәхирлинип махтисун!».

< 고린도전서 1 >