< ルカの福音書 15 >

1 取税人、罪人ども、みな御言を聽かんとて近寄りたれば、
Әнди баҗгирлар вә башқа гунакарларниң һәммиси униң сөзини аңлашқа униң әтрапиға олашмақта еди.
2 パリサイ人・學者ら呟きて言ふ、『この人は罪人を迎へて食を共にす』
Лекин Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғудуңшуп: — Бу адәм гунакарларни қарши алиду вә улар билән һәмдәстихан олтириду! — дейишти.
3 イエス之に譬を語りて言ひ給ふ、
Шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди:
4 『なんぢらの中たれか百匹の羊を有たんに、若その一匹を失はば、九 十 九 匹を野におき、往きて失せたる者を見 出すまでは尋ねざらんや。
— Әгәр араңларда бирәйләнниң йүз туяқ қойи болуп, улардин бири жүтүп кәтсә, тохсән тоққузини чөлдә қоюп қоюп жүтүп кәткинини тапқичә издимәсму?
5 遂に見出さば、喜びて之を己が肩にかけ、
Уни тепивалғанда, шатланған һалда мүрисигә артиду;
6 家に歸りて其の友と隣 人とを呼び集めて言はん「我とともに喜べ、失せたる我が羊を見出せり」
андин өйигә елип келип, яр-бурадәрлири билән қолум-хошнилирини чақирип, уларға: «Мән жүткән қоюмни тепивалдим, мениң билән тәң шатлиниңлар!» дәйду.
7 われ汝らに告ぐ、かくのごとく悔改むる一人の罪人のためには、悔改の必要なき九 十 九 人の正しき者にも勝りて、天に歡喜あるべし。
Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш, товва қиливатқан бир гунакар үчүн әрштә зор хурсәнлик болиду; бу хурсәнлик товиға муһтаҗ болмиған тохсән тоққуз һәққаний кишидин болған хурсәнликтин көп артуқтур.
8 又いづれの女か銀貨 十 枚を有たんに、若しその一 枚を失はば、燈火をともし、家を掃きて見 出すまでは懇ろに尋ねざらんや。
— Яки бир аялниң он күмүч динари болуп, бир динарни йоқитип қойса, чирақни йеқип, таки уни тапқичә өйни сүпүрүп, зән қоюп издимәсму?
9 遂に見出さば、其の友と隣 人とを呼び集めて言はん、「我とともに喜べ、わが失ひたる銀貨を見出せり」
Уни тапқанда яр-бурадәр, қолум-қошнлирини чақирип, уларға: «Мениң билән тәң шатлиниңлар, чүнки мән йоқитип қойған динаримни тепивалдим» — дәйду.
10 われ汝らに告ぐ、かくのごとく悔改むる一人の罪人のために、神の使たちの前に歡喜あるべし』
Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш товва қиливатқан бир гунакар үчүн Худаниң пәриштилириниң арисида хурсәнлик болиду.
11 また言ひたまふ『或 人に二人の息子あり、
У сөзини давам қилип мундақ деди: — Мәлум бир адәмниң икки оғли бар екән.
12 弟、父に言ふ「父よ、財産のうち我が受くべき分を我にあたへよ」父その身代を二人に分けあたふ。
Кичик оғли атисиға: «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» дәп ейтипту. Вә у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту.
13 幾日も經ぬに、弟おのが物をことごとく集めて、遠國にゆき、其處にて放蕩にその財産を散せり。
Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту.
14 ことごとく費したる後、その國に大なる饑饉おこり、自ら乏しくなり始めたれば、
Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту.
15 往きて其の地の或 人に依附りしに、其の人かれを畑に遣して豚を飼はしむ。
Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту.
16 かれ豚の食ふ蝗 豆にて、己が腹を充さんと思ふ程なれど、何をも與ふる人なかりき。
У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту.
17 此のとき我に反りて言ふ『わが父の許には食物あまれる雇人いくばくぞや、然るに我は飢ゑてこの處に死なんとす。
Ахир берип у һошини тепип: «Атамниң шунчә көп мәдикарлириниң алдидин йемәк-ичмәк ешип-тешип туриду; лекин мән болсам бу йәрдә ачлиқтин өләй дәп қалдим!
18 起ちて我が父にゆき「父よ、われは天に對し、また汝の前に罪を犯したり。
Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип униңға: Әй ата, мән әршниң алдидиму вә сениң алдиңдиму гуна қилдим.
19 今より汝の子と稱へらるるに相應しからず、雇人の一人のごとく爲し給へ』と言はん」
Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириң сүпитидә қобул қилғайсән! — дәймән» дәп ойлапту.
20 乃ち起ちて其の父のもとに往く。なほ遠く隔りたるに、父これを見て憫み、走りゆき、其の頸を抱きて接吻せり。
Шуниң билән орнидин туруп атисиниң алдиға қайтип меңипту. Лекин атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип, униң бойниға есилип уни сөйүп кетипту.
21 子、父にいふ「父よ、我は天に對し又なんぢの前に罪を犯したり。今より汝の子と稱へらるるに相應しからず」
Оғли: «Ата, мән әршниң алдидиму, сениң алдиңдиму гуна қилдим. Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән» — дәпту.
22 されど父、僕どもに言ふ「とくとく最上の衣を持ち來りて之に著せ、その手に指輪をはめ、其の足に鞋をはかせよ。
Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңләр;
23 また肥えたる犢を牽ききたりて屠れ、我ら食して樂しまん。
вә бордақ топақни әкелип союңлар; андин убдан йәп, равурус тәбрикләйли!
24 この我が子、死にて復 生き、失せて復 得られたり」かくて彼ら樂しみ始む。
Чүнки мениң бу оғлум өлгән еди, тирилди, жүтүп кәткән еди, тепилди!» — дәпту. Андин улар тәбрикләшкили башлапту.
25 然るに其の兄、畑にありしが、歸りて家に近づきたるとき、音樂と舞踏との音を聞き、
Әнди чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә нәғмә-нава билән уссулниң авазини аңлапту.
26 僕の一人を呼びてその何事なるかを問ふ。
У чакарлардин бирини чақирип, униңдин немә иш болуватқинини сорапту.
27 答へて言ふ「なんぢの兄弟 歸りたり、その恙なきを迎へたれば、汝の父 肥えたる犢を屠れるなり」
Чакар униңға: Укаң кәлди вә атаң уни сақ-саламәт тепивалғанлиғи үчүн бордақ топақни сойди» дәпту.
28 兄 怒りて内に入ることを好まざりしかば、父いでて勸めしに、
Лекин [чоң оғли] хапа болуп, өйгә киргили унимапту. Вә атиси чиқип униң өйгә киришини өтүнүпту.
29 答へて父に言ふ「視よ、我は幾歳もなんぢに仕へて、未だ汝の命令に背きし事なきに、我には小 山羊 一匹だに與へて友と樂しましめし事なし。
Амма у атисиға җавап берип: «Қара! Мән шунчә жилдин бери қулдәк хизмитиңдә болдум, әсла һеч бир әмриңдин чиқип бақмидим. Бирақ сән маңа әл-ағинилирим билән хуш қилғили һеч қачан бирәр оғлақму бәрмидиң!
30 然るに遊女らと共に、汝の身代を食ひ盡したる此の汝の子 歸り來れば、之がために肥えたる犢を屠れり」
Лекин сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән бу оғлуң қайтип кәлгәндә, сән униң үчүн бордақ топақни союпсән» — дәпту.
31 父いふ「子よ、なんぢは常に我とともに在り、わが物は皆なんぢの物なり。
Бирақ атиси йәнә униңға: «Әй оғлум, сән һәрдайим мениң йенимдисән вә мениң барлиғим сениңкидур.
32 されど此の汝の兄弟は死にて復 生き、失せて復 得られたれば、我らの樂しみ喜ぶは當然なり」』
Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — дәпту.

< ルカの福音書 15 >