< ルカの福音書 14 >

1 イエス安息 日に食事せんとて、或パリサイ人の頭の家に入り給へば、人々これを窺ふ。
Вә шундақ болдики, бир шабат күни у Пәрисийләрдин болған бир һөкүмдарниң өйигә ғизаға барди; әнди улар уни пайлап жүрүвататти.
2 視よ、御前に水腫をわづらふ人ゐたれば、
Вә мана, у йәрдә сулуқ ишшиқ кесилигә гириптар болған бир адәм бар еди.
3 イエス答へて教法師とパリサイ人とに言ひたまふ『安息 日に人を醫すことは善しや、否や』
Әйса Тәврат әһлилири вә Пәрисийләрдин: — Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? — дәп сориди.
4 かれら默然たり。イエスその人を執り、醫して去らしめ、
Бирақ улар лам-җим демиди. У һелиқи кесәлгә қолини тәккүзүп, сақайтип йолға салди.
5 且かれらに言ひ給ふ『なんぢらの中その子あるひは其の牛、井に陷らんに、安息 日には直ちに之を引揚げぬ者あるか』
Андин у улардин йәнә: — Араңлардин бириңларниң мабада шабат күнидә ешиги я калиси қудуққа чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқармайдиған зади ким бар? — дәп сориди.
6 彼 等これに對して物 言ふこと能はず。
Вә улар униң бу сөзлиригә һеч җавап берәлмиди.
7 イエス招かれたる者の上席をえらぶを見、譬をかたりて言ひ給ふ、
Әйса чақирилған меһманларниң өзлиригә төрдин орунларни қандақ таллиғинини көрүп, уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
8 『なんぢ婚筵に招かるるとき、上席に著くな。恐らくは汝よりも貴き人の招かれんに、
— Бириси сени той зияпитигә тәклип қилса, төрдә олтармиғин. Болмиса, сәндин һөрмәтликрәк бириси тәклип қилинған болса,
9 汝と彼とを招きたる者きたりて「この人に席を讓れ」と言はん。さらば其の時なんぢ恥ぢて末席に往きはじめん。
У чағда сени вә уни чақирған саһибхана келип саңа: «Бу кишигә орун бәргәйсиз» дәп қалса, сән хиҗаләттә қелип пәгаһға чүшүп қалисән.
10 招かるるとき、寧ろ往きて末席に著け、さらば招きたる者きたりて「友よ、上に進め」と言はん。その時なんぢ同席の者の前に譽あるべし。
Лекин сән чақирилғанда, берип пәгаһда олтарғин. Шуниң билән сени чақирған саһибхана келип: «Әй достум, жуқуриға чиқиң» дейиши мүмкин вә шуниң билән сениң билән дәстиханда олтарғанларниң һәммисиниң алдида саңа иззәт болиду.
11 凡そおのれを高うする者は卑うせられ、己を卑うする者は高うせらるるなり』
Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилиниду вә кимдәким өзини төвөн тутса үстүн қилиниду.
12 また己を招きたる者にも言ひ給ふ『なんぢ晝餐または夕餐を設くるとき、朋友・兄弟・親族・富める隣 人などをよぶな。恐らくは彼らも亦なんぢを招きて報をなさん。
У өзини меһманға чақирған саһибханиға мундақ деди: — Меһманни тамаққа яки зияпәткә чақирғиниңда, дост-бурадәр, қериндаш, уруқ-туққан яки бай қолум-хошнилириңни чақирмиғин. Чүнки уларму сени меһманға чақирип, мәрһәмитиңни қайтуруши мүмкин.
13 饗宴を設くる時は、寧ろ貧しき者・不具・跛者・盲人などを招け。
Шуниң үчүн зияпәт берәй десәң, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ, кор-әмаларни чақирғин
14 彼らは報ゆること能はぬ故に、なんぢ幸福なるべし。正しき者の復活の時に報いらるるなり』
вә бәхит-бәрикәт көрисән; чүнки у кишиләрниң яхшилиғиңни қайтурушниң амали йоқтур. Шуниң билән һәққанийларниң қайта тирилгән күнидә қилғиниң өзүңгә қайтурулиду.
15 同席の者の一人これらの事を聞きてイエスに言ふ『おほよそ神の國にて食事する者は幸福なり』
Униң билән һәмдәстихан олтарғанлардин бири бу сөзләрни аңлап, униңға: — Худаниң падишалиғида ғизаланғучилар немидегән бәхитлик-һә! — деди.
16 之に言ひたまふ『或 人、盛なる夕餐を設けて、多くの人を招く。
Бирақ у униңға җававән мундақ деди: — Бир киши катта зияпәткә тутуш қилип, нурғун меһманларни чақирип қоюпту.
17 夕餐の時いたりて、招きおきたる者の許に僕を遣して「來れ、既に備りたり」と言はしめたるに、
Дәстихан селинған шу сааттә, чакирини әвәтип, чақирилған меһманларға: «Мәрһәмәт, һәммә нәрсә тәйяр болди!» дәп ейтипту.
18 皆ひとしく辭りはじむ。初の者いふ「われ田地を買へり。往きて見ざるを得ず。請ふ、許されんことを」
Бирақ, меһманларниң һәммиси бармаслиққа бир-бирләп өзрә-банә көрсәткили турупту. Биринчиси униңға: «Мән һелила бир парчә йәр сетивалған едим, берип көрүп кәлмисәм болмайду. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту.
19 他の者いふ「われ五 耜の牛を買へり、之を驗すために往くなり。請ふ、許されんことを」
Йәнә бири: «Мән бәш қошлуқ өкүз сетивалдим, һазир берип уларни синап көрүшүм керәк. Мени әпу қилғайла, баралмаймән» дәпту.
20 また他も者いふ「われ妻を娶れり、此の故に往くこと能はず」
Йәнә бириси: «Мән йеңи өйләнгән, шуңа баралмаймән» дәпту.
21 僕かへりて此 等の事をその主人に告ぐ、家主いかりて僕に言ふ「とく町の大路と小路とに往きて、貧しき者・不具 者・盲人・跛者などを此處に連れきたれ」
Чакар қайтип келип, бу ишларни ғоҗайиниға мәлум қипту. Ғоҗайин ғәзәпләнгән һалда чакириға: «Дәрһал шәһәрниң чоң-кичик кочилириға кирип, ғериб-ғурва, мәйип-накар, ақсақ-чолақ вә кор-әмаларни мошу йәргә жиғип кәл» дәпту.
22 僕いふ「主よ、仰のごとく爲したれど、尚ほ餘の席あり」
Андин чакар қайтип келип: «Ғоҗайин, әмир бәргиниңдәк ада қилинди, вә йәнә бош орун бар!» дәпту.
23 主人、僕に言ふ「道や籬の邊にゆき、人々を強ひて連れきたり、我が家に充たしめよ。
Шуниң билән ғоҗайин чакарға: — «Өйүм меһманларға толуш үчүн йезилардики чоң-кичик йолларни, мәһәллиләрни арилап, удул кәлгән адимиңни зорлап елип кәлгин!
24 われ汝らに告ぐ、かの招きおきたる者のうち、一人だに我が夕餐を味ひ得る者なし」』
Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, башта чақирилған адәмләрниң һеч қайсиси дәстихинимдин тетимайду», дәпту.
25 さて大なる群衆イエスに伴ひゆきたれば、顧みて之に言ひたまふ、
Әнди топ-топ адәмләр униңға һәмраһ болуп кетивататти. У бурулуп уларға қарап мундақ деди:
26 『人もし我に來りて、その父 母・妻 子・兄弟・姉妹・己が生命までも憎まずば、我が弟子となるを得ず。
— Маңа әгәшкәнләр [маңа болған сөйүшлиридин] өз атиси вә аниси, аяли вә балилири, ака-укилири вә ача-сиңиллири, һәтта өз җениниму яман көрмисә маңа мухлис болалмас.
27 また己が十字架を負ひて我に從ふ者ならでは、我が弟子となるを得ず。
Кимдәким өзиниң крестини йүдүп маңа әгәшмисә у маңа мухлис болалмас.
28 汝らの中たれか櫓を築かんと思はば、先づ坐して其の費をかぞへ、己が所有、竣工までに足るか否かを計らざらんや。
Араңлардин бириси мунар салмақчи болса, алди билән олтирип бу қурулушни пүткүзгидәк хираҗәт өзүмдә барму-йоқ дәп һесап қилмасму?
29 然らずして基を据ゑ、もし成就すること能はずば、見る者みな嘲笑ひて、
Ундақ қилмиғанда, һулни селип пүткүзәлмисә, көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип: «Бу адәм бенани башлап қоюп пүткүзәлмиди» — демәй қалмайду.
30 「この人は築きかけて成就すること能はざりき」と言はん。
31 又いづれの王か出でて他の王と戰爭をせんに、先づ坐して、此の一萬 人をもて、かの二萬 人を率ゐきたる者に對ひ得るか否か籌らざらんや。
Яки бир падиша йәнә бир падиша билән җәң қилғили чиқса алди билән олтирип: — Мениң үстүмгә келидиған жигирмә миң кишилик қошун егисигә мән он миң әскирим билән тақабил туралармәнму? дәп мөлчәрләп көрмәмду?!
32 もし及かずば、敵なほ遠く隔るうちに、使を遣して和睦を請ふべし。
Әгәр у «Соқушалмаймән» дәп ойлиса, дүшмән техи жирақтики чағда әлчи әвәтип, сулһ шәртлирини сорайду.
33 かくのごとく、汝らの中その一切の所有を退くる者ならでは、我が弟子となるを得ず。
Шуниңға охшаш, силәрдин кимдәким [көңлидә] өзиниң бар-йоқи билән хошлашмиса, маңа мухлис болалмас.
34 鹽は善きものなり、然れど鹽もし效力を失はば、何によりてか味つけられん。
Туз яхши нәрсидур; һалбуки, туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду?
35 土にも肥料にも適せず、外に棄てらるるなり。聽く耳ある者は聽くべし』
У тупраққа ишлитишкә яки оғутқа арилаштурушқиму яримай, талаға ташлиниду. Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!

< ルカの福音書 14 >