< Luqa 3 >

1 Rim impératori Tibérius Qeyserning seltenitining on beshinchi yili, Pontius Pilatus Yehudiye ölkisining waliysi, Hérod xan Galiliye ölkisining hakimi, Hérod xanning inisi Filip xan Ituriye we Traxonitis ölkisining hakimi, Lisanyas xan Abiliniy ölkisining hakimi bolghanda,
Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили, Понтиус Пилатус Йәһудийә өлкисиниң валийси, Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда,
2 Hannas hem Qayafa bash kahinliq qiliwatqanda, Xudaning söz-kalami chölde yashawatqan Zekeriyaning oghli Yehyagha keldi.
Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди.
3 U Iordan deryasi wadisidiki barliq rayonlarni kézip, kishilerge gunahlargha kechürüm élip kélidighan, towa qilishni bildüridighan [sugha] «chömüldürüsh»ni jakarlashni bashlidi.
У Иордан дәрияси вадисидики барлиқ районларни кезип, кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған [суға] «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди.
4 Xuddi Tewrattiki Yeshaya peyghemberning sözliri xatirilen’gen qisimda pütülgendek: «Bayawanda towlighuchi bir kishining: Rebning yolini teyyarlanglar, Uning yollirini tüz qilinglar! — dégen awazi anglandi.
Худди Тәвраттики Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири хатириләнгән қисимда пүтүлгәндәк: «Баяванда товлиғучи бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң йоллирини түз қилиңлар! — дегән авази аңланди.
5 Barliq jilghilar toldurulidu, Barliq tagh-döngler peslitilidu; Egri-toqay jaylar tüzlinidu, Ongghul-dongghul yerler tekshi yollar qilinidu.
Барлиқ җилғилар толдурулиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәслитилиду; Әгир-тоқай җайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкши йоллар қилиниду.
6 Shundaq qilip, barliq et igiliri Xudaning nijatini köreleydighan bolidu! — dep towlaydu».
Шундақ қилип, барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду! — дәп товлайду».
7 Yehya emdi aldigha chömüldürüshni qobul qilishqa chiqqan top-top xalayiqqa: — Ey zeherlik yilan baliliri! Kim silerni [Xudaning] chüshüsh aldida turghan ghezipidin qéchinglar dep agahlandurdi?!
Йәһя әнди алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа чиққан топ-топ халайиққа: — Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни [Худаниң] чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!
8 Emdi towigha layiq méwilerni keltürünglar! We öz ichinglarda: «Bizning atimiz bolsa Ibrahimdur!» dep xiyal eylimenglar; chünki men shuni silerge éytip qoyayki, Xuda Ibrahimgha mushu tashlardinmu perzentlerni yaritip béreleydu.
Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар! Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял әйлимәңлар; чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.
9 Palta alliqachan derexlerning yiltizigha tenglep qoyuldi; yaxshi méwe bermeydighan herqandaq derexler késip otqa tashlinidu!» — dédi.
Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қандақ дәрәқләр кесип отқа ташлиниду!» — деди.
10 [Uning etrapigha] toplashqan kishiler emdi uningdin: — Undaqta, biz qandaq qilishimiz kérek? — dep soridi.
[Униң әтрапиға] топлашқан кишиләр әнди униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.
11 U jawaben: — Ikki qur chapini bar kishi birini yoq kishige bersun, yeydighini bar kishimu shundaq qilsun, — dédi.
У җававән: — Икки қур чапини бар киши бирини йоқ кишигә бәрсун, йәйдиғини бар кишиму шундақ қилсун, — деди.
12 Bezi bajgirlarmu chömüldürüshni qobul qilghili uning aldigha kélip: — Ustaz, biz qandaq qilimiz? — dep soridi.
Бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили униң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
13 U ulargha: — Belgilen’gendin artuq baj almanglar, — dédi.
У уларға: — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди.
14 Andin bezi leshkerlermu uningdin: — Bizchu, qandaq qilishimiz kérek? — dep sorashti. U ulargha: — Bashqilarning pulini zorawanliq bilen éliwalmanglar, héchkimge yalghandin shikayet qilmanglar we ish heqqinglargha razi bolunglar, — dédi.
Андин бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу, қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. У уларға: — Башқиларниң пулини зораванлиқ билән еливалмаңлар, һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар вә иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.
15 Emdi xelq teqezzaliqta bolup hemmeylen könglide Yehya toghruluq «Mesih mushu kishimidu?» dep oylashti.
Әнди хәлиқ тәқәззалиқта болуп һәммәйлән көңлидә Йәһя тоғрилиқ «Мәсиһ мошу кишимиду?» дәп ойлашти.
16 Yehya hemmeylen’ge jawaben: — Men silerni derweqe sugha chömüldürimen. Lékin mendin qudretlik bolghan birsi kélidu; men hetta keshlirining boghquchini yéshishkimu layiq emesmen! U silerni Muqeddes Rohqa hem otqa chömüldüridu.
Йәһя һәммәйләнгә җававән: — Мән силәрни дәрвәқә суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин қудрәтлик болған бириси келиду; мән һәтта кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
17 Uning sorughuchi küriki qolida turidu; u öz xaminini topa-samandin teltöküs tazilaydu, sap bughdayni ambargha yighidu, emma topa-samanni öchmes otta köydürüwétidu, — dédi.
Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
18 Emdi shundaq köp bashqa nesihetler bilen Yehya xush xewerni xelqqe yetküzdi.
Әнди шундақ көп башқа несиһәтләр билән Йәһя хуш хәвәрни хәлиққә йәткүзди.
19 [Kéyin], hakim Hérod [ögey] akisining ayali Hérodiyeni [tartiwalghanliqi] tüpeylidin we shuningdek uning barliq bashqa rezil qilmishliri üchün Yehya teripidin eyiblen’gen,
[Кейин], һаким Һерод [өгәй] акисиниң аяли Һеродийәни [тартивалғанлиғи] түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән,
20 Hérod bu barliq rezillikining üstige yene shuni qildiki, Yehyani zindan’gha tashlidi.
Һерод бу барлиқ рәзиллигиниң үстигә йәнә шуни қилдики, Йәһяни зинданға ташлиди.
21 Shundaq boldiki, hemme xelq Yehyadin chömüldürüshni qobul qilghanda, Eysamu chömüldürüshni qobul qildi. U dua qiliwatqanda, asmanlar yérilip,
Шундақ болдики, һәммә хәлиқ Йәһядин чөмүлдүрүшни қобул қилғанда, Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асманлар йерилип,
22 Muqeddes Roh kepter siyaqida chüshüp uning üstige qondi. Shuning bilen asmandin: «Sen Méning söyümlük Oghlum, Men sendin toluq xursenmen!» dégen bir awaz anglandi.
Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди. Шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.
23 Eysa öz [xizmitini] bashlighanda, ottuzgha kirip qalghanidi. U (xeqning neziride) Yüsüpning oghli idi; Yüsüp Xéliyning oghli,
Әйса өз [хизмитини] башлиғанда, оттузға кирип қалған еди. У (хәқниң нәзиридә) Йүсүпниң оғли еди; Йүсүп Хеләйниң оғли,
24 Xéliy Mattatning oghli, Mattat Lawiyning oghli, Lawiy Melkiyning oghli, Melkiy Yannayning oghli, Yannay Yüsüpning oghli,
Хеләй Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли,
25 Yüsüp Mattatiyaning oghli, Mattatiya Amosning oghli, Amos Nahumning oghli, Nahum Héslining oghli, Hésli Naggayning oghli,
Йүсүп Маттатияниң оғли, Маттатия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Наггайниң оғли,
26 Naggay Mahatning oghli, Mahat Mattatiyaning oghli, Mattatiya Sémeyning oghli, Sémey Yüsüpning oghli, Yüsüp Yudaning oghli,
Наггай Маһатниң оғли, Маһат Маттатияниң оғли, Маттатия Семәйниң оғли, Семәй Йүсүпниң оғли, Йүсүп Юданиң оғли,
27 Yuda Yoananning oghli, Yoanan Résaning oghli, Résa Zerubbabelning oghli, Zerubbabel Salatiyelning oghli, Salаtiyel Nériyning oghli,
Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зәруббабәлниң оғли, Зәруббабәл Салатийәлниң оғли, Салатийәл Нерийниң оғли,
28 Nériy Melkiyning oghli, Melkiy Addining oghli, Addi Qosamning oghli, Qosam Élmadamning oghli, Élmadam Érning oghli,
Нерий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Аддиниң оғли, Адди Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли,
29 Ér Yosening oghli, Yose Eliézerning oghli, Eliézer Yorimning oghli, Yorim Mattatning oghli, Mattat Lawiyning oghli,
Ер Йосәниң оғли, Йосә Әлиезәрниң оғли, Әлиезәр Йоримниң оғли, Йорим Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли,
30 Lawiy Siméonning oghli, Siméon Yehudaning oghli, Yehuda Yüsüpning oghli, Yüsüp Yonanning oghli, Yonan Eliaqimning oghli,
Лавий Симеонниң оғли, Симеон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонанниң оғли, Йонан Әлиақимниң оғли,
31 Eliaqim Méléahning oghli, Méléah Mennaning oghli, Menna Mattataning oghli, Mattata Natanning oghli, Natan Dawutning oghli,
Әлиақим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Маттатаниң оғли, Маттата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли,
32 Dawut Yessening oghli, Yesse Obedning oghli, Obed Boazning oghli, Boaz Salmonning oghli, Salmon Nahshonning oghli, Nahshon Amminadabning oghli,
Давут Йәссәниң оғли, Йәссә Обәдниң оғли, Обәд Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Амминадабниң оғли,
33 Amminadab Aramning oghli, Aram Hézronning oghli, Hézron Perezning oghli, Perez Yehudaning oghli,
Амминадаб Арамниң оғли, Арам Һезронниң оғли, Һезрон Пәрәзниң оғли, Пәрәз Йәһуданиң оғли,
34 Yehuda Yaqupning oghli, Yaqup Ishaqning oghli, Ishaq Ibrahimning oghli, Ibrahim Terahning oghli, Terah Nahorning oghli,
Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли,
35 Nahor Sérugning oghli, Sérug Raghuning oghli, Raghu Pelegning oghli, Peleg Éberning oghli, Éber Shélahning oghli,
Наһор Серугниң оғли, Серуг Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Ебәрниң оғли, Ебәр Шелаһниң оғли,
36 Shélah Qainanning oghli, Qainan Arpaxshadning oghli, Arpaxshad Shemning oghli, Shem Nuhning oghli, Nuh Lemexning oghli,
Шелаһ Қаинанниң оғли, Қаинан Арпахшадниң оғли, Арпахшад Шәмниң оғли, Шәм Нуһниң оғли, Нуһ Ләмәхниң оғли,
37 Lemex Metushelahning oghli, Metushelah Hanoxning oghli, Hanox Yaredning oghli, Yared Mahalalilning oghli, Mahalalil Qénanning oghli,
Ләмәх Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанохниң оғли, Һанох Ярәдниң оғли, Ярәд Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли,
38 Qénan Énoshning oghli, Énosh Sétning oghli, Sét Adem’atining oghli, Adem’ata bolsa, Xudaning oghli idi.
Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.

< Luqa 3 >