< Yaritilish 3 >

1 Yer yüzide yilan Reb Perwerdigar yaratqan daladiki haywanlarning hemmisidin hiyliger idi. U ayaldin: — Xuda rasttinla baghdiki derexlerning héchqaysisining méwisidin yémenglar, dédimu? — dep soridi.
Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди.
2 Ayal yilan’gha jawab bérip: — Baghdiki derexlerning méwilirini yések bolidu.
Аял иланға җавап берип: — Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду.
3 Emma baghning otturisidiki derexning méwisi toghrisida Xuda: «Buningdin yémenglar, qolmu tegküzmenglar, bolmisa ölisiler» dégen, dédi.
Амма бағниң оттурисидики дәрәқниң мевиси тоғрисида Худа: «Буниңдин йемәңлар, қолму тәккүзмәңлар, болмиса өлисиләр» дегән, деди.
4 Yilan ayalgha: — Undaq emes! Hergiz ölmeysiler!
Илан аялға: — Ундақ әмәс! Һәргиз өлмәйсиләр!
5 Belki siler uni yégen kününglarda, Xuda közünglarning échilip, Xudagha oxshash yaxshi bilen yamanni bilidighan bolup qalidighanliqinglarni bilidu, — dédi.
Бәлки силәр уни йегән күнүңларда, Худа көзүңларниң ечилип, Худаға охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду, — деди.
6 Ayal derexning [méwisining] yémeklik üchün yaxshiliqini, uning közni qamlashturidighanliqini körüp, hemde derexning ademni eqilliq qilidighan jelpkarliqini körüp, méwidin yédi we uningdin yénida turghan érigimu berdi; umu yédi.
Аял дәрәқниң [мевисиниң] йемәклик үчүн яхшилиғини, униң көзни қамлаштуридиғанлиғини көрүп, һәмдә дәрәқниң адәмни әқиллиқ қилидиған җәлипкарлиғини көрүп, мевидин йеди вә униңдин йенида турған еригиму бәрди; уму йеди.
7 Yéyishi bilenla her ikkisining közliri échilip, özlirining yalingach ikenlikini bilip, enjür yopurmaqlirini élip bir-birige ulap tikip, özlirige yapquch qilip tartti.
Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти.
8 Kün salqinlighanda, ular Perwerdigar Xudaning baghda mangghan shepisini anglap qélip, adem ayali bilen Perwerdigar Xudaning hazir bolghinidin qéchip baghdiki derexlerning arisigha yoshurunuwaldi.
Күн салқинлиғанда, улар Пәрвәрдигар Худаниң бағда маңған шәписини аңлап қелип, адәм аяли билән Пәрвәрдигар Худаниң һазир болғинидин қечип бағдики дәрәқләрниң арисиға йошурунувалди.
9 Lékin Perwerdigar Xuda towlap ademni chaqirip uninggha: Sen nede? — dédi.
Лекин Пәрвәрдигар Худа товлап адәмни чақирип униңға: Сән нәдә? — деди.
10 Adem’ata jawab bérip: — Men baghda shepengni anglap, yalingach turghinim üchün qorqup kétip, yoshuruniwaldim, — dédi.
Адәм ата җавап берип: — Мән бағда шәпәңни аңлап, ялаңач турғиним үчүн қорқуп кетип, йошурунивалдим, — деди.
11 [Xuda] uninggha: — Yalingach ikenlikingni sanga kim éytti? Men sanga yéme, dep emr qilghan derexning méwisidin yédingmu-ya? — dédi.
[Худа] униңға: — Ялаңач екәнлигиңни саңа ким ейтти? Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқниң мевисидин йедиңму-я? — деди.
12 Adem jawab bérip: — Sen manga hemrah bolushqa bergen ayal derexning méwisidin manga bergenidi, men yédim, — dédi.
Адәм җавап берип: — Сән маңа һәмраһ болушқа бәргән аял дәрәқниң мевисидин маңа бәргән еди, мән йедим, — деди.
13 Perwerdigar Xuda ayalgha: — Bu néme qilghining? — dédi. Ayal jawab bérip: — Yilan méni aldap azdursa, men yep saptimen, — dédi.
Пәрвәрдигар Худа аялға: — Бу немә қилғиниң? — деди. Аял җавап берип: — Илан мени алдап аздурса, мән йәп саптимән, — деди.
14 Perwerdigar Xuda yilan’gha mundaq dédi: — «Bu qilghining üchün, Sen hemme mal-charwilardin, Daladiki barliq haywanatlardin bekrek lenetke qalisen; Qorsiqing bilen béghirlap méngip, Ömrüngning barliq künliride topa yeysen.
Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн, Сән һәммә мал-чарвилардин, Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән; Қосиғиң билән беғирлап меңип, Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән.
15 We men sen bilen ayalning arisigha, Séning nesling bilen ayalning neslining arisigha öchmenlik salimen; U séning béshingni dessep zeximlendüridu, Sen qopup uning tapinini [chéqip] zeximlendürisen».
Вә мән сән билән аялниң арисиға, Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән; У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, Сән қопуп униң тапинини [чеқип] зәхимләндүрисән».
16 Andin Xuda ayalgha: — «Séning hamilidarliqingning japa-musheqqetlirini köpeytimen; Sen qattiq tolghaq ichide boshinisen; Sen éringdin üstün turushqa hewes qilsangmu, U üstüngdin xojiliq qilidu» — dédi.
Андин Худа аялға: — «Сениң һамилдарлиғиңниң җапа-мушәққәтлирини көпәйтимән; Сән қаттиқ толғақ ичидә бошинисән; Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, У үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — деди.
17 Andin U Adem atigha: — «Sen ayalingning sözige qulaq sélip, Men sanga yéme, dep emr qilghan derextin yégining tüpeylidin, Séning tüpeylingdin yer-tupraq lenitimge uchraydu; Ömrüngning barliq künliride peqet japaliq ishlepla, andin uningdin ozuqlinisen.
Андин У Адәм атиға: — «Сән аялиңниң сөзигә қулақ селип, Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқтин йегиниң түпәйлидин, Сениң түпәйлиңдин йәр-тупрақ ләнитимгә учрайду; Өмрүңниң барлиқ күнлиридә пәқәт җапалиқ ишләпла, андин униңдин озуқлинисән.
18 Yer sanga tiken bilen qamghaq ündüridu; Shundaqtimu sen yerdiki ziraet-otyashlarni yeysen.
Йәр саңа тикән билән қамғақ үндүриду; Шундақтиму сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән.
19 Taki sen tupraqqa qaytquche yüz-közüng terge chümgende, andin nan yéyeleysen; Chünki sen esli tupraqtin élin’ghansen; Sen eslide topa bolghach, Yene topigha qaytisen» — dédi.
Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән; Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән; Сән әслидә топа болғач, Йәнә топиға қайтисән» — деди.
20 Uning ayali barliq jan igilirining anisi bolidighini üchün adem uninggha «Hawa» dep at qoydi.
Униң аяли барлиқ җан егилириниң аниси болидиғини үчүн адәм униңға «Һава» дәп ат қойди.
21 Perwerdigar Xuda Adem’ata bilen uning ayaligha haywan tériliridin kiyim qilip kiydürüp qoydi.
Пәрвәрдигар Худа Адәм ата билән униң аялиға һайван терилиридин кийим қилип кийдүрүп қойди.
22 Perwerdigar Xuda söz qilip: — Mana, adem Bizlerdin birige oxshap qaldi, yaxshi bilen yamanni bildi. Emdi qolini uzitip hayatliq derixidin élip yewélip, ta ebedgiche yashawermesliki üchün [uni tosushimiz kérek], dédi.
Пәрвәрдигар Худа сөз қилип: — Мана, адәм Бизләрдин биригә охшап қалди, яхши билән яманни билди. Әнди қолини узитип һаятлиқ дәриғидин елип йәвелип, та әбәткичә яшавәрмәслиги үчүн [уни тосушимиз керәк], деди.
23 Shuning bilen Perwerdigar Xuda uni Érem baghdin qoghlap chiqiriwetti; shundaq qilip uni yerge ishleydighan, yeni özi esli apiride qilin’ghan tupraqqa ishleydighan qilip qoydi.
Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа уни Ерәм бағдин қоғлап чиқиривәтти; шундақ қилип уни йәргә ишләйдиған, йәни өзи әсли апиридә қилинған тупраққа ишләйдиған қилип қойди.
24 Ademni qoghliwétip, hayatliq derixige baridighan yolni muhapizet qilish üchün, u Érem béghining meshriq teripige kérublarni we töt terepke pirqiraydighan yalqunluq bir shemsherni qoyup qoydi.
Адәмни қоғливетип, һаятлиқ дәриғигә баридиған йолни муһапизәт қилиш үчүн, у Ерәм беғиниң мәшриқ тәрипигә керубларни вә төрт тәрәпкә пирқирайдиған ялқунлуқ бир шәмшәрни қоюп қойди.

< Yaritilish 3 >