< Күйләрниң күйи 1 >

1 «Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи. 2 «У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур. 3 Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!» 4 «Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз». 5 «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән. 6 Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән». 7 «Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?» 8 «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин». 9 «И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим; 10 Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур. 11 Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз». 12 «Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду; 13 Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду; 14 Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур». 15 «Мана, сән гөзәл, амриғим! Мана, сән шундақ гөзәл! Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!» 16 «Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм; Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән; Бизниң орун-көрпимиз йешилдур; 17 Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин, Василиримиз арчилардиндур.

< Күйләрниң күйи 1 >