< Римлиқларға 2 >

1 Әнди әй башқиларниң үстидин һөкүм қилидиған инсан, ким болушуңдин қәтъийнәзәр банә көрситәлмәйсән; чүнки башқилар үстидин қайси ишта һөкүм қилсаң, шу ишта өз гунайиңни бекитисән. Чүнки әй һөкүмчи, сән өзүңму уларға охшаш ишларни қиливатисән. 2 Бизгә мәлумки, Худаниң ундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқириши [мутләқ] һәқиқәткә асасланғандур. 3 Шуңа, и шундақ ишларни қилғанлар үстидин һөкүм чиқарғучи, шундақла шуниңға охшаш ишларни қилғучи инсан, өзүң Худаниң һөкүмидин қачалаймән дәп хиял қиламсән? 4 Яки Худаниң меһриванлиғиниң сени товва қилиш йолиға башлайдиғанлиғини һеч билмәй, униң меһриванлиғи, кәң қосақлиғи вә сәвир-тақитиниң моллуғиға сәл қараватамсән? 5 Әксичә, товва қилмайдиған җаһиллиғиң вә таш жүрәклигиңдин, Худа адил һөкүмини аян қилидиған ғәзәплик күни үчүн сән өз бешиңға чүшидиған ғәзивини топлаватисән. 6 Худа һәр кимгә өз әмәллиригә яриша иш көриду. 7 Яхши ишларни сәвирчанлиқ билән қилип, шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә бақийлиқни издигәнләргә У мәңгүлүк һаят ата қилиду; (aiōnios g166) 8 лекин шәхсийәтчиләргә, һәқиқәткә тән бәрмәй, әксичә һәққанийәтсизликкә әгәшкәнләргә ғәзәп-қәһр яғдурулиду; 9 яманлиқ қилидиған барлиқ җан егисигә, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә күлпәт вә дәрд-әләм чүшиду; 10 бирақ, барлиқ яхшилиқ қилғучиларға, алди билән Йәһудийларға, андин Грекләргә шан-шәрәп, һөрмәт-еһтирам вә аман-хатирҗәмлик тәқдим қилиниду. 11 Чүнки Худада адәмниң йүз-хатирисини қилиш йоқтур. 12 — чүнки Тәврат қанунини билмәй гуна садир қилғанларниң һәр бири Тәврат қануниниң һөкүмигә учримисиму, [әйипкә учрап] һалак болиду; Тәврат қанунини билип туруп гуна садир қилғанларниң һәр бири бу қанун бойичә сораққа тартилиду 13 (чүнки Худаниң алдида қанунни аңлиғанлар әмәс, бәлки қанунға әмәл қилғучилар һәққаний һесаплиниду. 14 Чүнки Тәврат қанунини билмәйдиған әлликләр тәбиий һалда бу қанунға уйғун ишларни қилса, гәрчә бу қанундин хәвәрсиз болсиму, Тәврат қануни уларда көрүнгән болиду. 15 Уларниң бу қилғанлири өз қәлблиригә қанун тәләплириниң пүтүклүк екәнлигини көрситиду; шуниңдәк, уларниң виҗданлириму өзлиригә һәқиқәтниң гувачиси болуп, ой-пикирлири өзини әйипләйду яки өзини ақлайду) 16 — мән йәткүзүп келиватқан бу хуш хәвәргә асасән Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң қәлбидә пүккән мәхпий ишлар үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә [жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду]. 17 Сәнчу, әгәр өзүңни Йәһудий дәп атап, Тәврат қануниға үмүт бағлап, Худаға тәвәмән дәп махтансаң, 18 қанундин үгинип униң ирадисини билип, есил билән пәсни пәриқ әткән болсаң, 19 Тәврат қанунидин билим вә һәқиқәтниң җәвһиригә егә болдум дәп қарап, өзүңни корларға йол башлиғучи, қараңғуда қалғанларға маяк, наданларға үгәткүчи, гөдәкләргә устаз дәп ишәнгән болсаң — 20 21 әнди сән башқиларға тәлим берисәну, өзүңгә бәрмәмсән? Оғрилиқ қилмаңлар дәп вәз ейтисәну, өзүң оғрилиқ қиламсән? 22 «Зина қилмаңлар» — дәп вәз ейтийсәну, өзүң зина қиламсән? Бутлардин нәпрәтлинисәну, өзүң бутханилардики нәрсиләрни булаң-талаң қиламсән? 23 Тәврат қануни билән махтинисәну, өзүң шу қанунға хилаплиқ қилип, Худаға дағ кәлтүрәмсән?! 24 Худди [муқәддәс язмиларда] йезилғинидәк: «Силәрниң қилмишиңлар түпәйлидин Худаниң нами таипиләр арисида күпүрлүкқа учримақта». 25 Тәврат қануниға әмәл қилсаң, хәтнә қилинғиниңниң әһмийити болиду, лекин униңға хилаплиқ қилсаң, хәтнә қилинғиниң хәтнә қилинмиғандәк һесаплиниду. 26 Әнди хәтнисизләр қанунниң тәләплигә әмәл қилса, гәрчә хәтнисиз болсиму, Худа тәрипидин хәтнилик һесапланмамду? 27 Тәврат қанун дәстуридин хәвәрдар вә хәтнилик туруқлуқ қанунға хилаплиқ қилғучи, и Йәһудий, қанунға әмәл қилидиған җисманий хәтнисизләр тәрипидин сениң гунайиң үстидин һөкүм чиқириливатмамду? 28 Чүнки сиртқи көрүнүши Йәһудий болсила уни [һәқиқий] Йәһудий дегили болмайду, сиртқи җәһәттики җисманий хәтниниму [һәқиқий] хәтнә дегили болмайду, 29 роһида Йәһудий болғини [һәқиқий] Йәһудийдур; униң хәтнә қилинғини хәтнә қанун дәстури арқилиқ әмәс, бәлки қәлбидә, Роһтиндур. Бундақ кишиниң тәриплиниши инсанлар тәрипидин әмәс, бәлки Худа тәрипидин болиду.

< Римлиқларға 2 >