< Римлиқларға 15 >

1 Әнди етиқатимиз күчлүк болған бизләр өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимай, бәлки етиқати аҗизларниңму аҗизлиқлирини көтиришимиз керәк. 2 Һәр биримиз өз йеқинимизниң етиқатини қуруп чиқиши үчүн, униң бәхит-бәрикитини көзләп, уни хурсән қилишқа интиләйли. 3 Чүнки һәтта Мәсиһму Өзини қандурушни ойлимиған еди. Бу тоғрисида муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгән: «Сән [Худани] һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти». 4 Чүнки бурунда [вәһий билән] пүтүлгән язмилардики һәр қайси сөзләр бизгә үгитиш үчүн йезилған болуп, мәхсити муқәддәс китаплардин кәлгән сәвир-тақәт вә илһамбәхш арқилиқ биздә азру-үмүтниң болуши үчүндур. 5 Әнди сәвир-тақәт вә илһамбәхшниң Егиси Худа силәрни Мәсиһ Әйсани үлгә қилип, өз ара бир ой-нийәткә кәлтүргәй; 6 буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир җан бир дил билән бир еғиздин улуқлиғайсиләр. 7 Шуңа, Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар. 8 Чүнки силәргә шуни ейтимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн, шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн, хәтнә қилинғанларға Худаниң һәқиқитини йәткүзгүчи хизмәткар сүпитидә тайинланди. Бу худди [муқәддәс язмиларда]: — «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, Вә Сениң намиңни күйләймән» — дәп йезилған еди. 9 10 Вә У йәнә: — «Әй әлләр, [Худа]ниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — дәйду. 11 Вә йәнә У: — «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, Әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — дәйду. 12 Йәнә, Йәшая [пәйғәмбәрму] мундақ дәйду: — «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, Әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; Әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду». 13 Әнди үмүтниң Егиси Худа Өзигә ишиниватқанлиғиңлардин қәлбиңларни толуқ шат-хурамлиқ вә тинич-хатирҗәмликкә толдурғай, шуниң билән Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән үмүткә толуп ташқайсиләр. 14 И қериндашлирим, көңлүңларниң меһриванлиқ билән толғанлиғиға, мол билимләр билән толуқ безәлгәнлигигә, шундақла бир-бириңларға өз ара җекиләп берәләйдиғанлиғиңларғиму қайилмән. 15 Шундақ болсиму, Худа маңа ата қилған шапаәт түпәйлидин мән силәргә бир қисим тәрәпләрдин нәччә ишларни әслитип қоюшқа сәл җүръәтлик болуп ушбу хәтни язмақтимән. 16 Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә [Йәһудий әмәс] әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк Униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур. 17 Шуниң үчүн Мәсиһ Әйсада болғанлиғимдин Худаниң маңа тапшурғанлиридин пәхирлинимән. 18 Чүнки әлләрниң Худаға итаәт қилиши үчүн Мәсиһниң маңа қилдурғанлиридин башқа һеч немини тилға елишқа һәддим әмәс. Сөз вә әмәлләр арқилиқ, аламәтлик мөҗизиләр вә карамәтләр арқилиқ, Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирикон өлкисгичә айлинип һәммә йәрдә Мәсиһниң хуш хәвирини толуқ җакалидим. 19 20 Шундақ қилип башқилар салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, әзәлдин Мәсиһниң нами аңланмиған йәрләрдә бу хуш хәвәрни җакалашқа интилип кәлдим. 21 Бу тоғрисида [муқәддәс язмиларда] ейтилғинидәк: — «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, Аңлимиғанлар аңлап чүшиниду». 22 Мана, шу [хизмәтлирим] сәвәвидин йениңларға беришни көп қетим ойлиған болсамму, лекин тосулғуларға учрап баралмидим. 23 Лекин һазир мошу әтрапларда [хуш хәвәр йәткүзүлмигән] йәрләр маңа қалмиғанлиқтин, һәмдә көп жиллардин бери силәрни йоқлап бериш арзуюм болғанлиқтин, Испанийәгә беришимда силәрниму йоқлап өтмәкчимән. Сәпиримдә алди билән силәр билән көрүшүп, бир мәзгил һәмраһлиғиңлардин толуқ хошаллинип, андин силәрниң ярдимиңларда сәпиримни давамлаштурушумни үмүт қилимән. 24 25 Бирақ һазир болса Йерусалимға берип, у йәрдики муқәддәс бәндиләрниң хизмитидә болушқа кетиватимән. 26 Чүнки Македонийә вә Ахая өлкилиридики җамаәтләр Йерусалимдики муқәддәс бәндиләр арисидики йоқсулларға сәдиқә топлап ярдәм беришни лайиқ көрди. 27 Бу ишни улар бәрһәқ лайиқ көрди; әмәлийәттә болса улар Йерусалимдикиләргә қәриздардур. Чүнки әлләр [Йәһудий қериндашларниң] роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду. 28 Мән бу ишни пүттүргәндин кейин, йәни [Йерусалимдики] қериндашларниң [җамаәтләрниң етиқатиниң] бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин, силәрни йоқлап өтүп Испанийәгә баримән. 29 Йениңларға барғинимда, Мәсиһниң толуқ бәхит-бәрикитини силәргә елип баридиғанлиғимни билимән. 30 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә [Муқәддәс] Роһниң меһир-муһәббити билән силәрдин өтүнимәнки, мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр — 31 мениң Йәһудийә өлкисидики етиқат қилмиғанларниң яман нийәтлиридин сақлинишим, шуниңдәк Йерусалимда инъамни йәткүзүш хизмитимниң шу йәрдики муқәддәс бәндиләрниң қобул қилишиға еришиши үчүн 32 һәмдә ахирда Худа буйруса, пеқирниң шат-хурамлиқ билән йениңларға берип, силәр билән ортақ истираһәт қилишимиз үчүнму дуа қилғайсиләр. 33 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа һәммиңлар билән биллә болғай! Амин!

< Римлиқларға 15 >