< Римлиқларға 13 >

1 Һәммә адәм өзлирини идарә қилғучи һоқуқ егилиригә бойсунсун. Чүнки Худа тиклимигән һөкүмәт йоқ; қайси һоқуқ-һөкүмәт мәвҗут болсила Худа тәрипидин тикләнгәндур. 2 Шуниң үчүн, һоқуқ-һөкүмәткә қаршилиқ қилғучи киши Худаниң орунлаштурушиға қаршилиқ қилған болиду. Қаршилиқ қилғучилар сораққа тартилиду 3 (чүнки һөкүмранлар яхшилиқ қилғучиларға әмәс, бәлки яманлиқ қилғучиларға қорқунуч кәлтүриду). Һөкүмранлардин қорқушни халимаймән десәң, ундақта яхши әмәл қил. У чағда һөкүмәт тәрипидидин тәриплинисән. 4 Чүнки һөкүмранлар сениң мәнпәитиң үчүн Худаниң хизмәтчисидур. Лекин яманлиқ қилсаң, униңдин қорқушуң керәк! [Һөкүмран] қилични бекарға есивалмайду, у яманлиқ қилғучиға Худаниң ғәзивини көрситидиған җаза бәргүчи сүпитидә Худаниң хизмәтчисидур. 5 Шуниң үчүн, һөкүмранларға бойсунуш керәк. Бу, пәқәт җазалиништин сақлиниш үчүнла әмәс, бәлки пак виҗданлиқ болуш үчүндур. 6 Мошу сәвәптинму баҗ тапшуруңлар; һөкүмранлар болса, Худаниң мәхсус бу ишларни башқурушқа бекиткән хизмәткарлиридур. 7 Һәр кимгә өз тегишлик һәққини төләңлар; ғәллә-парақ тапшурувалғучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиларға баҗни тапшуруңлар; еһтирамға тегишлик болғанларға еһтирам қилиңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанни һөрмәт қилиңлар. 8 Бир-бириңларни сөйүштин башқа, һеч кимгә һеч нәрсидин қәриздар болмаңлар. Чүнки башқиларни сөйгән киши Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурған болиду. 9 Чүнки «зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, нәпсанийәтчилик қилма» дегән пәрһизләр вә булардин башқа һәр қандақ пәрзләрму, «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бу әмиргә жиғинчақланған. 10 Меһир-муһәббәткә берилгән [киши] өз йеқиниға һеч қандақ яманлиқ жүргүзмәйду; шуниң үчүн, меһир-муһәббәт Тәврат қануниниң тәливини әмәлгә ашурғучидур. 11 Һазирқи вақитниң җиддийлиғини билип, шуларни қилиңлар. Чүнки биз үчүн аллиқачан уйқидин ойғиниш вақит-саити йетип кәлди. Чүнки дәсләпки етиқат қилған вақтимизға нисбәтән ниҗатимиз техиму йеқинлап қалди. 12 Кечә өтүшкә аз қалди, күндүз йеқинлашти. Шуңа, қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқлуқниң қурал-ярақлирини кийәйли. 13 Күндүзгә мувапиқ диянәтлик һаят кәчүрәйли, әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, зина вә кәйп-сапаға, җедәл-маҗира вә һәсәтхорлуққа берилмәйли; 14 әксичә өзүңларға Рәб Әйса Мәсиһни кийивелиңлар вә гунакар әттики арзу-һәвәсләрни қандақ қандурушни һеч ойлимаңлар.

< Римлиқларға 13 >