< Римлиқларға 12 >

1 Шуңа, әй қериндашлар, Худаниң рәһимдиллиғи билән силәрдин шуни өтүнимәнки, тениңларни муқәддәс, Худани хурсән қилидиған, тирик қурбанлиқ сүпитидә Униңға беғишлаңлар. Мана бу силәрниң [Худаға] қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур. 2 Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр. (aiōn g165) 3 Маңа ата қилинған шапаәткә асасән һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзүңлар тоғрилиқ өзәңларда бар болғинидин артуқ ойлимай, бәлки Худа һәр бириңларға тәқсим қилған ишәшниң миқдариға асасән салмақлиқ билән өзүңларни дәңсәп көрүңлар. 4 Чүнки тенимиз көплигән әзалардин тәркиб тапқан һәмдә һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған рольи болғандәк, 5 бизму көп болғинимиз билән Мәсиһтә бир тән болуп бир-биримизгә бағлинишлиқ әза болимиз. 6 Шуниң үчүн бизгә ата қилинған меһри-шәпқәт бойичә, һәр хил роһий илтипатлиримизму бар болди. Бирисигә ата қилинған илтипат вәһийни йәткүзүш болса, ишәшисиниң даирисидә вәһийни йәткүзсун; 7 башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун; 8 риғбәтләндүрүш болса, риғбәтләндүрсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун. 9 Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар; 10 Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар. 11 Интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар. 12 Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар. 13 Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар; 14 Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар. 15 Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар. 16 Бир-бириңлар билән енақ өтүп охшаш ой-пикирдә болуңлар; нәзириңларни үстүн қилмаңлар, бәлки төвән тәбиқидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Өзүңларни данишмән дәп чағлимаңлар. 17 Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар. Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар. 18 Имканийәтниң баричә көпчилик билән енақ өтүңлар; 19 интиқам алмаңлар, и сөйүмлүклирим; уни Худаға тапшуруп Униң ғәзивигә йол қоюңлар, чүнки [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, [яманлиқ] Мән қайтуримән». 20 Шуңа әксичә «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән». 21 Яманлиқ алдида баш әгмәңлар, бәлки яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.

< Римлиқларға 12 >