< Римлиқларға 11 >
1 Ундақта, шуни сораймәнки: — Худа Өз хәлқидин ваз кәчтиму? Һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, Бинямин қәбилисидин болған бир Исраилғу!
2 Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс язмиларда Иляс [пәйғәмбәр] һәққидә немә дейилгәнлиги силәргә аян әмәсму? У Исраиллардин азар чекип Худаға йелинип: —
3 «И Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурбангаһлириңни чеқишти. Пәқәт өзүм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимни алмақчи болушуватиду», дегән.
4 Худаниң униңға қайтурған калами қандақ болди? У: «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни Өзүмгә елип қалдим» — дегән.
5 Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән [Исраилдин] Өзи таллиған бир «қалди» бар.
6 [Уларниң таллиниши] шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти.
7 Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди.
8 Худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: — «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, Бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, Қулақлирини аңлимас қилди».
9 Шуниңдәк Давут [пәйғәмбәрму] мундақ дегән: «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, Уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун!
10 Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; Бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!»
11 Ундақта, шуниму сорайки: [Исраиллар] жиқилип қайтидин турғузулмаслиққа путлашқанму? Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур.
12 Әнди уларниң тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса, ундақта кәлгүсидә уларниң һәммисиниң толуқ ниҗатлиққа еришиши дунияға техиму зор бәхит елип кәлмәмду?!
13 Әнди силәр әлликләргә сөзләватимән; мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки,
14 җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән.
15 Чүнки уларниң ташливетилгәнлигиниң нәтиҗиси дуниядики әлләрни Худа билән енақлаштуруш болса, ундақта уларниң қобул қилиниши өлүмдин тирилиш болмай немә?
16 Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду.
17 Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң. Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән,
18 әнди сундуруветилгән әшу шахлардин өзүңни үстүн қилип махтанма. Махтансаң, шуни унтумиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени көтирип қувәтләватиду.
19 Сән әнди: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундуриветилди» — дейишиң мүмкин.
20 Тоғра, улар етиқатсизлиқтин сундурулди; сән болсаң, етиқатиң билән тик турисән; бирақ униңдин мәғрурланма, әксичә [Худадин] қорқ!
21 Чүнки Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән, сениму айимаслиғи мүмкин.
22 Мана, [бу ишларда] Худаниң меһриванлиғиға һәмдә қаттиқ қол екәнлигигә қара. У Өз йолидин жиқилип чүшкәнләргә қаттиқ қол еди, лекин саңа (меһриванлиғида давамлиқ турсаңла) меһриванлиқ көрсәтмәктә. Ундақ болмиғанда, сәнму кесип ташлинисән.
23 [Йәһудийларму] етиқатсизлиқта чиң туривалмиса, әслидики дәрәққә улиниду. Чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур.
24 Чүнки әгәр сән явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип, тәбиий қанунийәткә хилап һалда [бағдики] яхши зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики бу тәбиий шахларниң өз дәриғикә улиниши техиму мүмкинғу?!
25 Қериндашлар, өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн, вәһий қилинған шу сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймәнки, та [Худа таллиған] Йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә, Исраилниң бир қисми таш жүрәкликкә қалдурулиду;
26 андин пүткүл Исраил қутқузулиду. Бу тоғрилиқ муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: — «Қутқузғучи Зиондин келип, Ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду.
27 Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, Мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду».
28 Әнди хуш хәвәр җәһәттин қариғанда, силәрниң бәхитиңлар үчүн Йәһудий хәлқи [хуш хәвәргә] дүшмән қилип бекитилгән; бирақ Худаниң таллиши җәһәттин қариғанда, ата-бовилиримиз сәвәвидин сөйүлгәндур.
29 Чүнки Худа Өзи бәргәнлирини вә чақириқини қайтурувалмайду.
30 Силәр әлликләрму бир чағларда Худаға итаәт қилмиған болсаңларму, [Йәһудийларниң] итаәтсизлигиниң нәтиҗисидә һазир рәһим-шәпқәткә ериштиңлар.
31 Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; [Худаниң] буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур.
32 Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди. (eleēsē )
33 — Аһ! Худаниң даналиғи вә илим-һекмитиниң бебаһа байлиқлири һәм һесапсиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмилириниң тегигә йәткили болмас! Униң йоллири издәп тепиштин шунчә жирақтур!
34 «Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?»
35 «Униңға ким авал бир нәрсә берип, Кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?».
36 Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Униңдин кәлгән, У арқилиқ мәвҗут болуп туриду, Хәм Униң үчүн мәвҗут болуп туриду. [Барлиқ] шан-шәрәп әбәткичә Униңға болғай! Амин. (aiōn )