< Римлиқларға 10 >

1 Қериндашлар, жүрәк интизарим, шундақла Худаға йелинишим Исраилларниң қутқузулуши үчүндур. 2 Чүнки шуниңға гувалиқ беримәнки, уларниң Худаға һәқиқәтәнму қизғин интилиши бар, бирақ уларниң интилиши һәқиқий билим үстигә қурулған әмәс. 3 Чүнки улар Худаниң һәққанийлиғини билмигәчкә, униң орниға өзлириниң һәққанийлиғини тикләшкә тиришип, Худаниң һәққанийлиғиға бойсунмиди. 4 Чүнки Тәврат қануниниң нишан-мәхсити Мәсиһниң Өзидур; шуниң билән етиқат қилғучиларниң һәр бири үчүн һәққанийлиқ бар болди. 5 Чүнки Тәврат қануниға әмәл қилиштин кәлгән һәққанийлиқ һәққидә Муса пәйғәмбәр мундақ язған; «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғанлар шу ишлиридин һаятлиқ тапиду». 6 Лекин етиқаттин болған һәққанийлиқ мундақ дәйду: — «Көңлүңдә: — «Ким асманға чиқар?» (йәни «Ким Мәсиһни асмандин елип чүшүрәр?») 7 вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин». (Abyssos g12) 8 Әнди шу [һәққанийлиқ] немә дәйду? — «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!» — бу сөз-калам дәл биз җакалайдиған етиқатниң сөзидур. 9 Демәк, «Әйсаниң Рәб екәнлигини ағзиң билән етирап қилсаң вә қәлбиңдә Худаниң уни өлүкләр арисидин тирилдүргәнлигигә ишәнсәң, қутқузулисән»! 10 Чүнки инсан қәлбидә етиқат қилиш билән һәққаний қилиниду, еғизида етирап қилиш билән ниҗатқа еришиду. 11 Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк; «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас». 12 Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ; һәр иккисиниң Рәбби һәмминиң Рәббидур вә Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә мол байлиқлирини айимайду. 13 Чүнки: «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду». 14 Лекин Рәбгә ишәнмигән киши қандақму Униңға нида қилалисун? У тоғрилиқ аңлимиған киши қандақму Униңға ишәнсун? Хуш хәвәр җакалиғучи болмиса, улар уни қандақму аңлиялисун? 15 Шу җакалиғучилар әвәтилмигән болса, хуш хәвәрни қандақму йәткүзәлисун? Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!». 16 Бирақ, худди Йәшая [пәйғәмбәрниң] «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» дегинидәк һәммә адәм хуш хәвәргә итаәт қилған әмәс. 17 Шуңа етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду. 18 Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди: — «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти». 19 Йәнә шуни сораймәнки, Исраиллар [шу хәвәрдин] вақип болмиғанмиду? Алди билән, Муса [Исраилға] мундақ бешарәт бәргән: — ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, Надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән». 20 Кейин, Йәшая пәйғәмбәр интайин жүрәклик һалда шу бешарәтни берип: — «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм» — деди. 21 Лекин, У Исраиллар һәққидә: — «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!» — дәйду.

< Римлиқларға 10 >