< Вәһий 1 >

1 Бу китап Әйса Мәсиһниң вәһийси, йәни Худа Униңға Өз қул-хизмәткарлириға йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситиши үчүн тапшурған вәһийдур. Мәсиһ буни Өз пәриштисини әвәтип қули Юһаннаға аламәтләр билән аян қилди.
ಯತ್ ಪ್ರಕಾಶಿತಂ ವಾಕ್ಯಮ್ ಈಶ್ವರಃ ಸ್ವದಾಸಾನಾಂ ನಿಕಟಂ ಶೀಘ್ರಮುಪಸ್ಥಾಸ್ಯನ್ತೀನಾಂ ಘಟನಾನಾಂ ದರ್ಶನಾರ್ಥಂ ಯೀಶುಖ್ರೀಷ್ಟೇ ಸಮರ್ಪಿತವಾನ್ ತತ್ ಸ ಸ್ವೀಯದೂತಂ ಪ್ರೇಷ್ಯ ನಿಜಸೇವಕಂ ಯೋಹನಂ ಜ್ಞಾಪಿತವಾನ್|
2 Юһанна болса Худаниң сөз-калами һәмдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики гувалиққа көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди.
ಸ ಚೇಶ್ವರಸ್ಯ ವಾಕ್ಯೇ ಖ್ರೀಷ್ಟಸ್ಯ ಸಾಕ್ಷ್ಯೇ ಚ ಯದ್ಯದ್ ದೃಷ್ಟವಾನ್ ತಸ್ಯ ಪ್ರಮಾಣಂ ದತ್ತವಾನ್|
3 Бу бешарәтни оқуп бәргүчи вә униң сөзлирини аңлап, униңда йезилғанларға итаәт қилғучи бәхитликтур! Чүнки вәһийниң вақти йеқиндур.
ಏತಸ್ಯ ಭವಿಷ್ಯದ್ವಕ್ತೃಗ್ರನ್ಥಸ್ಯ ವಾಕ್ಯಾನಾಂ ಪಾಠಕಃ ಶ್ರೋತಾರಶ್ಚ ತನ್ಮಧ್ಯೇ ಲಿಖಿತಾಜ್ಞಾಗ್ರಾಹಿಣಶ್ಚ ಧನ್ಯಾ ಯತಃ ಸ ಕಾಲಃ ಸನ್ನಿಕಟಃ|
4 Мәнки Юһаннадин Асия [өлкисидики] йәттә җамаәткә салам! Һазир бар болған, өткәндиму болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә Роһтин
ಯೋಹನ್ ಆಶಿಯಾದೇಶಸ್ಥಾಃ ಸಪ್ತ ಸಮಿತೀಃ ಪ್ರತಿ ಪತ್ರಂ ಲಿಖತಿ| ಯೋ ವರ್ತ್ತಮಾನೋ ಭೂತೋ ಭವಿಷ್ಯಂಶ್ಚ ಯೇ ಚ ಸಪ್ತಾತ್ಮಾನಸ್ತಸ್ಯ ಸಿಂಹಾಸನಸ್ಯ ಸಮ್ಮುಖೇ ತಿಷ್ಠನ್ತಿ
5 вә садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, җаһандики падишаларниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай. Әнди бизни сөйгүчи, йәни Өз қени билән бизни гуналиримиздин жуйған
ಯಶ್ಚ ಯೀಶುಖ್ರೀಷ್ಟೋ ವಿಶ್ವಸ್ತಃ ಸಾಕ್ಷೀ ಮೃತಾನಾಂ ಮಧ್ಯೇ ಪ್ರಥಮಜಾತೋ ಭೂಮಣ್ಡಲಸ್ಥರಾಜಾನಾಮ್ ಅಧಿಪತಿಶ್ಚ ಭವತಿ, ಏತೇಭ್ಯೋ ಽನುಗ್ರಹಃ ಶಾನ್ತಿಶ್ಚ ಯುಷ್ಮಾಸು ವರ್ತ್ತತಾಂ|
6 вә бизни бир падишалиққа уюштуруп, Өз Атиси Худаға каһинлар қилғанға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn g165)
ಯೋ ಽಸ್ಮಾಸು ಪ್ರೀತವಾನ್ ಸ್ವರುಧಿರೇಣಾಸ್ಮಾನ್ ಸ್ವಪಾಪೇಭ್ಯಃ ಪ್ರಕ್ಷಾಲಿತವಾನ್ ತಸ್ಯ ಪಿತುರೀಶ್ವರಸ್ಯ ಯಾಜಕಾನ್ ಕೃತ್ವಾಸ್ಮಾನ್ ರಾಜವರ್ಗೇ ನಿಯುಕ್ತವಾಂಶ್ಚ ತಸ್ಮಿನ್ ಮಹಿಮಾ ಪರಾಕ್ರಮಶ್ಚಾನನ್ತಕಾಲಂ ಯಾವದ್ ವರ್ತ್ತತಾಂ| ಆಮೇನ್| (aiōn g165)
7 Мана, У булутлар билән келиду, шундақла һәр бир көз, һәтта Уни санҗиғанларму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл қәбилә-хәлиқ У сәвәплик аһ-зар көтириду. Шундақ болиду, амин!
ಪಶ್ಯತ ಸ ಮೇಘೈರಾಗಚ್ಛತಿ ತೇನೈಕೈಕಸ್ಯ ಚಕ್ಷುಸ್ತಂ ದ್ರಕ್ಷ್ಯತಿ ಯೇ ಚ ತಂ ವಿದ್ಧವನ್ತಸ್ತೇ ಽಪಿ ತಂ ವಿಲೋಕಿಷ್ಯನ್ತೇ ತಸ್ಯ ಕೃತೇ ಪೃಥಿವೀಸ್ಥಾಃ ಸರ್ವ್ವೇ ವಂಶಾ ವಿಲಪಿಷ್ಯನ್ತಿ| ಸತ್ಯಮ್ ಆಮೇನ್|
8 Мән «Алфа» вә «Омега», Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән, һазир бар болған, бурунму бар болған һәм кәлгүсидиму бар Болғучидурмән, шундақла Һәммигә Қадирдурмән, дәйду Пәрвәрдигар Худа.
ವರ್ತ್ತಮಾನೋ ಭೂತೋ ಭವಿಷ್ಯಂಶ್ಚ ಯಃ ಸರ್ವ್ವಶಕ್ತಿಮಾನ್ ಪ್ರಭುಃ ಪರಮೇಶ್ವರಃ ಸ ಗದತಿ, ಅಹಮೇವ ಕಃ ಕ್ಷಶ್ಚಾರ್ಥತ ಆದಿರನ್ತಶ್ಚ|
9 Силәрниң қериндишиңлар һәм силәр билән биргә Әйсада болған азап-оқубәт, падишалиқ вә сәвир-тақәттин ортақ несипдишиңлар болған мәнки Юһанна Худаниң сөз-калами вә Әйсаниң гувалиғи вәҗидин Патмос дегән аралда [мәһбус] болуп туруп қалғандим.
ಯುಷ್ಮಾಕಂ ಭ್ರಾತಾ ಯೀಶುಖ್ರೀಷ್ಟಸ್ಯ ಕ್ಲೇಶರಾಜ್ಯತಿತಿಕ್ಷಾಣಾಂ ಸಹಭಾಗೀ ಚಾಹಂ ಯೋಹನ್ ಈಶ್ವರಸ್ಯ ವಾಕ್ಯಹೇತೋ ರ್ಯೀಶುಖ್ರೀಷ್ಟಸ್ಯ ಸಾಕ್ಷ್ಯಹೇತೋಶ್ಚ ಪಾತ್ಮನಾಮಕ ಉಪದ್ವೀಪ ಆಸಂ|
10 «Рәбниң күни»дә мән Роһниң илкигә елинишим билән, кәйнимдин канай авазидәк күчлүк бир авазни аңлидим.
ತತ್ರ ಪ್ರಭೋ ರ್ದಿನೇ ಆತ್ಮನಾವಿಷ್ಟೋ ಽಹಂ ಸ್ವಪಶ್ಚಾತ್ ತೂರೀಧ್ವನಿವತ್ ಮಹಾರವಮ್ ಅಶ್ರೌಷಂ,
11 Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә җамаәткә, йәни Әфәсус, Смирна, Пәргамум, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикиядики җамаәтләргә әвәт» деди.
ತೇನೋಕ್ತಮ್, ಅಹಂ ಕಃ ಕ್ಷಶ್ಚಾರ್ಥತ ಆದಿರನ್ತಶ್ಚ| ತ್ವಂ ಯದ್ ದ್ರಕ್ಷ್ಯಸಿ ತದ್ ಗ್ರನ್ಥೇ ಲಿಖಿತ್ವಾಶಿಯಾದೇಶಸ್ಥಾನಾಂ ಸಪ್ತ ಸಮಿತೀನಾಂ ಸಮೀಪಮ್ ಇಫಿಷಂ ಸ್ಮುರ್ಣಾಂ ಥುಯಾತೀರಾಂ ಸಾರ್ದ್ದಿಂ ಫಿಲಾದಿಲ್ಫಿಯಾಂ ಲಾಯದೀಕೇಯಾಞ್ಚ ಪ್ರೇಷಯ|
12 Маңа сөз қилған авазниң кимниң екәнлигини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан
ತತೋ ಮಯಾ ಸಮ್ಭಾಷಮಾಣಸ್ಯ ಕಸ್ಯ ರವಃ ಶ್ರೂಯತೇ ತದ್ದರ್ಶನಾರ್ಥಂ ಮುಖಂ ಪರಾವರ್ತ್ತಿತಂ ತತ್ ಪರಾವರ್ತ್ಯ ಸ್ವರ್ಣಮಯಾಃ ಸಪ್ತ ದೀಪವೃಕ್ಷಾ ದೃಷ್ಟಾಃ|
13 вә уларниң оттурисида учисиға путлириғичә чүшүп туридиған тон кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған Инсаноғлиға охшайдиған бири көрүнди.
ತೇಷಾಂ ಸಪ್ತ ದೀಪವೃಕ್ಷಾಣಾಂ ಮಧ್ಯೇ ದೀರ್ಘಪರಿಚ್ಛದಪರಿಹಿತಃ ಸುವರ್ಣಶೃಙ್ಖಲೇನ ವೇಷ್ಟಿತವಕ್ಷಶ್ಚ ಮನುಷ್ಯಪುತ್ರಾಕೃತಿರೇಕೋ ಜನಸ್ತಿಷ್ಠತಿ,
14 Униң баш-чечи ақ жуңдәк, һәтта қардәк аппақ еди вә көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди.
ತಸ್ಯ ಶಿರಃ ಕೇಶಶ್ಚ ಶ್ವೇತಮೇಷಲೋಮಾನೀವ ಹಿಮವತ್ ಶ್ರೇತೌ ಲೋಚನೇ ವಹ್ನಿಶಿಖಾಸಮೇ
15 Путлири хумданда тавлинип пақириған тучқа охшайтти, авази шарқирап еқиватқан нурғун суларниң авазидәк еди.
ಚರಣೌ ವಹ್ನಿಕುಣ್ಡೇತಾಪಿತಸುಪಿತ್ತಲಸದೃಶೌ ರವಶ್ಚ ಬಹುತೋಯಾನಾಂ ರವತುಲ್ಯಃ|
16 У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзидин икки бислиқ өткүр қилич чиқип туратти. Чирайи худди қуяшниң толуқ күчидә парлиғандәк ярқин еди.
ತಸ್ಯ ದಕ್ಷಿಣಹಸ್ತೇ ಸಪ್ತ ತಾರಾ ವಿದ್ಯನ್ತೇ ವಕ್ತ್ರಾಚ್ಚ ತೀಕ್ಷ್ಣೋ ದ್ವಿಧಾರಃ ಖಙ್ಗೋ ನಿರ್ಗಚ್ಛತಿ ಮುಖಮಣ್ಡಲಞ್ಚ ಸ್ವತೇಜಸಾ ದೇದೀಪ್ಯಮಾನಸ್ಯ ಸೂರ್ಯ್ಯಸ್ಯ ಸದೃಶಂ|
17 Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини үстүмгә тәккүзүп мундақ деди: — Қорқма, Авалқиси вә Ахирқиси
ತಂ ದೃಷ್ಟ್ವಾಹಂ ಮೃತಕಲ್ಪಸ್ತಚ್ಚರಣೇ ಪತಿತಸ್ತತಃ ಸ್ವದಕ್ಷಿಣಕರಂ ಮಯಿ ನಿಧಾಯ ತೇನೋಕ್ತಮ್ ಮಾ ಭೈಷೀಃ; ಅಹಮ್ ಆದಿರನ್ತಶ್ಚ|
18 һәмдә һаят Болғучи Өзүмдурмән. Мән өлгән едим, амма мана, Мән әбәдил-әбәткичә һаяттурмән, өлүм вә тәһтисараниң ачқучлири қолумдидур! (aiōn g165, Hadēs g86)
ಅಹಮ್ ಅಮರಸ್ತಥಾಪಿ ಮೃತವಾನ್ ಕಿನ್ತು ಪಶ್ಯಾಹಮ್ ಅನನ್ತಕಾಲಂ ಯಾವತ್ ಜೀವಾಮಿ| ಆಮೇನ್| ಮೃತ್ಯೋಃ ಪರಲೋಕಸ್ಯ ಚ ಕುಞ್ಜಿಕಾ ಮಮ ಹಸ್ತಗತಾಃ| (aiōn g165, Hadēs g86)
19 Шуниң үчүн, көргән ишларни, һазир болуватқан ишларни вә булардин кейин болидиған ишларни йезип қалдур.
ಅತೋ ಯದ್ ಭವತಿ ಯಚ್ಚೇತಃ ಪರಂ ಭವಿಷ್ಯತಿ ತ್ವಯಾ ದೃಷ್ಟಂ ತತ್ ಸರ್ವ್ವಂ ಲಿಖ್ಯತಾಂ|
20 Сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң вә йәттә алтун чирақданниң сири мана мундақ — йәттә юлтуз йәттә җамаәтниң әлчилири вә йәттә чирақдан болса йәттә җамаәттур.
ಮಮ ದಕ್ಷಿಣಹಸ್ತೇ ಸ್ಥಿತಾ ಯಾಃ ಸಪ್ತ ತಾರಾ ಯೇ ಚ ಸ್ವರ್ಣಮಯಾಃ ಸಪ್ತ ದೀಪವೃಕ್ಷಾಸ್ತ್ವಯಾ ದೃಷ್ಟಾಸ್ತತ್ತಾತ್ಪರ್ಯ್ಯಮಿದಂ ತಾಃ ಸಪ್ತ ತಾರಾಃ ಸಪ್ತ ಸಮಿತೀನಾಂ ದೂತಾಃ ಸುವರ್ಣಮಯಾಃ ಸಪ್ತ ದೀಪವೃಕ್ಷಾಶ್ಚ ಸಪ್ತ ಸಮಿತಯಃ ಸನ್ತಿ|

< Вәһий 1 >