< Вәһий 5 >

1 Андин тәхттә олтарғучиниң оң қолида ич вә таш тәрипигә хәт пүтүлгән вә йәттә мөһүр билән печәтләнгән бир орам язмини көрдүм. 2 Жуқири аваз билән: «Орам язмини ечип, печәтләрни йешишкә ким лайиқтур?» дәп товлиған қавул бир пәриштиниму көрдүм. 3 Лекин нә әрштә нә йәр йүзидә нә йәр астида орам язмини ачалайдиған яки ичигә қаралайдиған һеч ким чиқмиди. 4 Орам язмини ечишқа яки ичигә қарашқа лайиқ бирәрси тепилмиғачқа, қаттиқ жиғливәттим. 5 Андин ақсақаллардин бири маңа: — Жиғлима! Қара, Йәһуда қәбилисидин болған шир — Давутниң йилтизи Болғучи ғәлибә қилди; шуңа орам язмини вә униң йәттә печитини ечишқа У қадир, — деди. 6 Андин қарисам, тәхт билән төрт һаят мәхлуқниң арилиғида, ақсақаллар оттурисида бир Қоза өрә туратти. У йеңила боғузланғандәк қилатти; Униң йәттә мүңгүзи вә йәттә көзи болуп, бу көзләр Худаниң пүткүл йәр йүзигә әвәткән йәттә Роһи еди. 7 Қоза берип, тәхттә олтарғучиниң оң қолидин орам язмини алди. 8 Язмини алғанда, төрт һаят мәхлуқ вә жигирмә төрт ақсақал қозиниң айиғиға жиқилди; уларниң һәр бириниң чилтари вә хушбуй билән толған алтун чинилири бар еди (бу хушбуй муқәддәс бәндиләрниң дуалири еди). 9 Улар йеңи бир күй ейтишти: — «Орам язмини елишқа, Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән; Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр әлдин болған инсанларни Өз қениң бәдили билән сетивелип, Худаға мәнсуп қилдиң. 10 Уларни Худайимиз үчүн бир падишалиққа уюштуруп, Каһинлар қилдиң. Улар йәр йүзидә һөкүм сүриду». 11 Андин көрдүм вә мана, тәхтниң, һаят мәхлуқларниң вә ақсақалларниң әтрапида нурғунлиған пәриштиләрниң авазини аңлидим. Уларниң сани түмән миң-түмән миң, миллион-миллион еди. 12 Улар жуқури аваз билән: — «Боғузланған қоза қудрәт, дөләт, даналиқ, күч-қувәт, һөрмәт, шан-шәрәп Вә мәдһийигә лайиқтур» дейишәтти. 13 Андин мән әрш, йәр йүзи, йәр асти вә деңиздики һәр бир мәхлуқ вә уларниң ичидә бар болғанларниң һәммисиниң: — «Тәхттә Олтарғучиға вә Қозиға Мәдһийә, һөрмәт, шан-шәрәп вә һоқуқ-қудрәт Әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай!» дегинини аңлидим. (aiōn g165) 14 Төрт һаят мәхлуқ «Амин!» дәп җавап қайтуратти, ақсақаллар йәргә жиқилип сәҗдә қилатти.

< Вәһий 5 >