< Зәбур 1 >

1 Рәзилләрниң гепи бойичә маңмайдиған, Гунакарларниң йолида турмайдиған, Мәсқирә қилғучиниң орнида олтармайдиған адәм бәхит тапур! 2 Униң хурсәнлиги пәқәт Пәрвәрдигарниң тәврат-қанунидилидур; У Пәрвәрдигарниң қанунини кечә-күндүз сеғинип ойлайду. 3 У худди ериқ бойиға тикилгән, Өз пәслидә мевисини беридиған, Йопурмақлири солашмайдиған дәрәқтәктур; У немила қилса ронақ тапиду. 4 Рәзил адәмләр болса ундақ болмас; Улар худди шамал учуривәткән тозандәктур. 5 Шуниң үчүн рәзилләр сорақ күнидә тик туралмайду, Гунакарлар һәққанийларниң җамаитидә һеч бешини көтирип туралмайду. 6 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән; Рәзилләрниң йоли болса йоқилиду.

< Зәбур 1 >