< Зәбур 99 >

1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Хәлиқләр титрисун! У керублар оттурисида олтириду; Йәр-җаһан зил-зилигә кәлсун! 2 Пәрвәрдигар Зионда бүйүктур, У барлиқ хәлиқләр үстидә туридиған алийдур. 3 Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду; У пак-муқәддәстур! 4 Падишаһниң қудрити адаләткә беғишланғандур; Өзүң дуруслуқни мәһкәм орнатқансән; Сән Яқуп арисида адаләт вә һәққанийәт жүргүзгән. 5 Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Тәхтипәри алдида егилип сәҗдә қилиңлар — У муқәддәстур! 6 Униң каһинлири арисида Муса вә Һарун бар еди, Намини чақирғанлар ичидә Самуилму һазир еди; Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, чақирди, У уларға җавап бәрди. 7 Худа булут түврүгидә уларға сөзлиди; Улар У тапшурған агаһ-гувалиқларға һәм низам-бәлгүлимигә әмәл қилишатти. 8 И Пәрвәрдигар Худайимиз, Сән уларға җавап бәрдиң; Яман қилмишлириға яриша җаза бәргән болсаңму, Сән уларни кәчүргүчи Илаһ едиң. 9 Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Униң муқәддәс теғида егилип сәҗдә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз муқәддәстур!

< Зәбур 99 >