< Зәбур 98 >

1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар; Чүнки У карамәт мөҗизиләрни яратти; Униң оң қоли һәм муқәддәс билиги Өзигә зәпәр-ниҗат кәлтүрди. 2 Пәрвәрдигар Өз ниҗатлиғини аян қилди; Һәққанийитини әлләрниң көз алдида ашкарә көрсәтти. 3 У Исраил җәмәтигә болған меһир-муһәббитини һәм һәқиқәт-садақитини есигә алди, Зиминниң чәт-яқилириму Худайимизниң ниҗатлиғини көрди. 4 Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар, пүткүл йәр йүзи; Тәнтәнә қилип авазиңларни көтириңлар, нахша ейтиңлар! 5 Пәрвәрдигарға чилтар челип нахша ейтиңлар, Чилтар билән, күйниң садаси билән! 6 Канай һәм сүнай авазлири билән, Падиша болған Пәрвәрдигар алдида тәнтәнә қилиңлар; 7 Деңиз-океан һәм униңға толған һәммә җуш уруп, Җаһан һәм униңда яшаватқанлар шавқунлисун! 8 Кәлкүн-ташқинлар чавак чалсун; Пәрвәрдигар алдида тағлар қошулуп тәнтәнә қилип нахша ейтсун; 9 Чүнки мана, У йәрни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.

< Зәбур 98 >