< Зәбур 97 >

1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Йәр-зимин хуш болсун, Көплигән араллар шатлансун! 2 Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур, Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур; 3 Униң алдида от ялқуни жүриду, Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду; 4 Униң чақмақлири җаһанни йорутти, Йәр буни көрүп титрәп кәтти; 5 Пәрвәрдигарниң алдида, Пүткүл зиминниң егисиниң алдида, Тағлар момдәк ерип кетиду. 6 Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду, Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду. 7 Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду. Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар! 8 Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар, Зион аңлап шатланди, Йәһуда қизлири хуш болди. 9 Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән; Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән! 10 Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар! У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду, Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду. 11 Һәққанийлар үчүн нур, Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур; 12 Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!

< Зәбур 97 >