< Зәбур 95 >

1 Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли, Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли! 2 Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли, Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли! 3 Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур. 4 Йәрниң тәглири Униң қолидидур, Тағларниң чоққилириму Униңкидур. 5 Деңиз Униңки, У уни яратқан; Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди. 6 Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли, Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли! 7 Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ, Униң қоли бақидиған қойлармиз. Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар, 8 Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, Жүригиңларни җаһил қилмаңлар! 9 Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди. 10 Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим. 11 Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.

< Зәбур 95 >