< Зәбур 93 >

1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! У һәйвәтни кийим қилип кийгән; Пәрвәрдигар кийингән, У белини қудрәт билән бағлиған; Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, У тәврәнмәс әсла. 2 Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән! 3 Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди! 4 Көп суларниң шавқунлиридин, Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур! 5 Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.

< Зәбур 93 >