< Зәбур 83 >

1 Асафниң күй-нахшиси: — И Худа, үн чиқармай турувалма, Җим турувалма, сүкүт қилип турувалма, и Тәңрим! 2 Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта, Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә. 3 Улар қувлуқ билән Сениң хәлқиңгә сүйқәст қилиду, Сениң һимайә қилип қәдирлигәнлириң билән қаршилишишни мәслиһәтлишиду. 4 Улар: — «Жүрүңлар, уларни милләт қатаридин йоқ қилайли! Исраилниң нами иккинчи тилға елинмисун!» — демәктә. 5 Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти; Улар Саңа қарши иттипақ түзди. 6 Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири, Моаб һәм Һагрийлар; 7 Гәбал, Аммон, вә Амаләк; Филистийә һәмдә Тур аһалилири, 8 Асурийәму уларға қошулди; Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән. (Селаһ) 9 Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға, Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән; 10 Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди, Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди. 11 Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән; 12 Чүнки улар: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!» — дәп ейтқан. 13 И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк, Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән. 14 От орманлиққа туташқанға охшаш, Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш, 15 Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән, Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән; 16 Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн, Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар! 17 Улар номустин әбәдий шәрмәндә болсун, Җаһанға рәсва болуп йоқитилсун. 18 Улар билсунки, Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.

< Зәбур 83 >