< Зәбур 82 >
1 Асаф язған күй: — Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду, У илаһлар арисида һөкүм чиқириду;
2 — Қачанғичә силәр наһәқ һөкүм чиқирисиләр, Қачанғичә рәзилләргә йүз-хатирә қилисиләр? (Селаһ)
3 Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар, Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар;
4 Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар, Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар!
5 Улар буларни билмәй вә чүшәнмәй зулмәттә кезип жүрмәктә, Шуңа йәрниң һуллири тәврәнмәктә.
6 Мән ейттим: — «Силәр илаһларсиләр, Һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллири силәр;
7 Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, Һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр».
8 — Турғин, и Худа, йәр-йүзини сорақ қилғайсән! Чүнки Сән барлиқ әлләргә варис болғучисән!