< Зәбур 75 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз! Чүнки намиң бизгә йеқиндур; Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду. 2 [Мәнки Пәрвәрдигар]: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда, Адаләт билән сорақ қилимән; 3 Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму, Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди. (Селаһ) 4 Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар», Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим; 5 «Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә; Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!» 6 Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс, Яки җәнуптинму кәлмәйду; 7 Чүнки Худа сотчидур; У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду. 8 Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду; Униңдики шарап көпүклишиватиду; У әбҗәш шарап билән толди; Худа униңдин төкиду; Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду; 9 Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: — Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән. 10 «Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!».

< Зәбур 75 >