< Зәбур 73 >

1 Асаф язған күй: — Дәрвәқә Худа Исраилға, Қәлби сап болғанларға меһривандур;
アサフの歌 神は正しい者にむかい、心の清い者にむかって、まことに恵みふかい。
2 Лекин өзүм болсам, путлишип жиқилип чүшүшкә тасла қалдим; Аяқлирим тейилип кәткили қил қалди;
しかし、わたしは、わたしの足がつまずくばかり、わたしの歩みがすべるばかりであった。
3 Чүнки рәзилләрниң ронақ тапқанлиғини көрүп, Һакавурларға һәсәт қилдим;
これはわたしが、悪しき者の栄えるのを見て、その高ぶる者をねたんだからである。
4 Чүнки улар өлүмидә азаплар тартмайду, Әксичә тени мәзмут вә сағлам туриду.
彼らには苦しみがなく、その身はすこやかで、つやがあり、
5 Улар инсанға хас җапани көрмәйду, Яки хәқләрдәк балаю-апәткә учримайду.
ほかの人々のように悩むことがなく、ほかの人々のように打たれることはない。
6 Шуңа мәғрурлуқ марҗандәк уларға есилиду, Зорлуқ-зомигәрлик тондәк уларға чаплишиду.
それゆえ高慢は彼らの首飾となり、暴力は衣のように彼らをおおっている。
7 Улар сәмрип кәткәнлигидин көзлири томпийип чиқти; Уларниң қәлбидики хияләтләр һәддидин ешип кетиду.
彼らは肥え太って、その目はとびいで、その心は愚かな思いに満ちあふれている。
8 Башқиларни мәсқирә қилип зәһәрлик сөзләйду; Һалини үстүн қилип дивинип, доқ қилиду.
彼らはあざけり、悪意をもって語り、高ぶって、しえたげを語る。
9 Улар ағзини пәләккә қойиду, Уларниң тиллири йәр йүзини кезип жүриду.
彼らはその口を天にさからって置き、その舌は地をあるきまわる。
10 Шуңа [Худаниң] хәлқи мошуларға майил болуп, Уларниң дегәнлирини су ичкәндәк ахириғичә ичип: —
それゆえ民は心を変えて彼らをほめたたえ、彼らのうちにあやまちを認めない。
11 «Тәңри қандақ биләләйтти?», «Һәммидин Алий Болғучида билим барму?» — дәйду.
彼らは言う、「神はどうして知り得ようか、いと高き者に知識があろうか」と。
12 Мана булар рәзилләрдур; Улар бу дунияда раһәт-парағәтни көриду, Байлиқларни топлайду.
見よ、これらは悪しき者であるのに、常に安らかで、その富が増し加わる。
13 «Аһ, һәқиқәтән бекардин-бекар көңлүмни пакландуруптимән, Гунасиз туруп қолумни артуқчә жуюп кәптимән;
まことに、わたしはいたずらに心をきよめ、罪を犯すことなく手を洗った。
14 Бекарға күн бойи җапа чекиптимән; Шундиму һәр сәһәрдә [виҗданниң] әйивигә учрап кәлдим!».
わたしはひねもす打たれ、朝ごとに懲しめをうけた。
15 Бирақ мән: — «Бундақ [десәм], Бу дәвирдики пәрзәнтлириңгә асийлиқ қилған болмамдимән?» — дедим.
もしわたしが「このような事を語ろう」と言ったなら、わたしはあなたの子らの代を誤らせたであろう。
16 Уларни калламдин өткүзәй десәм, Көзүмгә шундақ еғир көрүнди.
しかし、わたしがこれを知ろうと思いめぐらしたとき、これはわたしにめんどうな仕事のように思われた。
17 Тәңриниң муқәддәс җайлириға киргичә шундақ ойлидим; Киргәндила [яманларниң] ақивитини чүшәндим.
わたしが神の聖所に行って、彼らの最後を悟り得たまではそうであった。
18 Дәрвәқә Сән уларни тейилғақ йәрләргә орунлаштурисән, Уларни жиқитип парә-парә қиливетисән.
まことにあなたは彼らをなめらかな所に置き、彼らを滅びに陥らせられる。
19 Улар көзни жумуп ачқучила шунчә паракәндә болиду, Дәһшәтләр уларни бесип йоқитиду!
なんと彼らはまたたくまに滅ぼされ、恐れをもって全く一掃されたことであろう。
20 Сән и Рәб, чүштин ойғанғандәк ойғинип, Орнуңдин туруп уларниң сияқини көзгә илмайсән.
あなたが目をさまして彼らの影をかろしめられるとき、彼らは夢みた人の目をさました時のようである。
21 Жүрәклирим қайнап, Ичлирим санҗилғандәк болған чағда,
わたしの魂が痛み、わたしの心が刺されたとき、
22 Өзүмни һеч немә билмәйдиған бир һамақәт, Алдиңда бир һайван екәнлигимни билип йәттим.
わたしは愚かで悟りがなく、あなたに対しては獣のようであった。
23 Һалбуки, мән һемишә Сән билән биллә; Сән мени оң қолумдин тутуп йөлидиң;
けれどもわたしは常にあなたと共にあり、あなたはわたしの右の手を保たれる。
24 Өз несиһәтиң билән мени йетәкләйсән, Шан-шәрипңни намайән қилғандин кейин, Ахирида Сән мени өзүңгә қобул қилисән.
あなたはさとしをもってわたしを導き、その後わたしを受けて栄光にあずからせられる。
25 Әрштә Сәндин башқа мениң кимим бар? Йәр йүзидә болса Сәндин башқа һеч кимгә интизар әмәсмән.
わたしはあなたのほかに、だれを天にもち得よう。地にはあなたのほかに慕うものはない。
26 Әтлирим һәм қәлбим зәиплишиду, Лекин Худа қәлбимдики қорам таш һәм мәңгүлүк несивәмдур!
わが身とわが心とは衰える。しかし神はとこしえにわが心の力、わが嗣業である。
27 Чүнки мана, Сәндин жирақ турғанлар һалак болиду; Вапасизлиқ қилған паһишә аялдәк Сәндин ваз кәчкәнләрниң һәр бирини йоқитисән.
見よ、あなたに遠い者は滅びる。あなたは、あなたにそむく者を滅ぼされる。
28 Бирақ мән үчүн, Худаға йеқинлишиш әвзәлдур! Униң барлиқ қилған ишлирини җакалаш үчүн, Рәб Пәрвәрдигарни таянчим қилдим.
しかし神に近くあることはわたしに良いことである。わたしは主なる神をわが避け所として、あなたのもろもろのみわざを宣べ伝えるであろう。

< Зәбур 73 >