< Зәбур 66 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: — Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар! 2 Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар! 3 Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду; 4 Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! (Селаһ) 5 Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур. 6 У деңизни қуруқлуққа айландурди; [Әҗдатлиримиз] дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ. 7 У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! (Селаһ) 8 И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар! 9 У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду. 10 Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң. 11 Сән бизни торға чүшүрдуң; Белимизгә еғир жүкни жүклидиң. 12 Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң. 13 Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән; 14 Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған, Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән. 15 Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән, Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән; Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән. (Селаһ) 16 Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар! Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән; 17 Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим, Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди. 18 Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам, Рәб [дуайимни] аңлимиған болатти. 19 Бирақ Худа аңлиди; У дуайимға қулақ салди. 20 Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун! У мениң дуайимни яндурмиди, Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!

< Зәбур 66 >