< Зәбур 66 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп, күй-нахша: — Пүткүл җаһан, хошаллиқ билән Худаға тәнтәнә қилиңлар!
2 Униң наминиң улуқлуғини нахша қилип җакалаңлар, Униң мәдһийилирини шәрәплик қилиңлар!
3 Худаға: «Сениң қилғанлириң нәқәдәр қорқунучлуқтур! Қудритиң зор болғач, Дүшмәнлириң алдиңда зәиплишип тәслим болиду;
4 Барлиқ йәр йүзидикиләр Саңа сәҗдә қилип, Сени күйләп, нахша ейтишиду; Улар намиңни күйләп нахша қилип ейтиду» — дәңлар! (Селаһ)
5 Келиңлар, Худаниң қилғанлирини көрүңлар; Инсан балилири алдида қилған карамәтлири қорқунучлуқтур.
6 У деңизни қуруқлуққа айландурди; [Әҗдатлиримиз] дәриядинму пиядә өтти; Биз у йәрдә униңдин хурсән болдуқ.
7 У қудрити билән мәңгү һөкүм сүриду; Униң көзлири әлләрни күзитип туриду; Асийлиқ қилғучилар мәғрурланмисун! (Селаһ)
8 И қовмлар, Худайимизға тәшәккүр-мәдһийә ейтиңлар; Униңға болған мәдһийә-һәмдусаналарни яңритиңлар!
9 У җенимизни һаятлиқ ичигә тиккән, Путлиримизни тейилдурушларға йол қоймайду.
10 Чүнки Сән, и Худа, бизни синидиң; Күмүчни отта тавлиғандәк бизни тавлидиң.
11 Сән бизни торға чүшүрдуң; Белимизгә еғир жүкни жүклидиң.
12 Хәқләрни бешимизға миндүрдүң; Биз от вә кәлкүнни бесип өттуқ; Сән ахир бизни кәңричиликкә чиқардиң.
13 Мән көйдүрмә қурбанлиқларни елип өйүңгә кирәй; Саңа қилған қәсәмлиримгә әмәл қилимән;
14 Бәрһәқ, бешимға күн чүшкәндә ләвлирим чиқарған, Еғизим ейтқан вәдилиримни әмәлгә ашуримән.
15 Мән Саңа бордақ малларни көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунимән, Қочқарларниң йеғини хуш пуритип көйдүримән; Өкүз вә өшкиләрни әкилип сунимән. (Селаһ)
16 Худадин әймингүчи һәммиңлар, келиңлар, қулақ селиңлар! Униң мән үчүн қилған карамәтлирини баян қилимән;
17 Ағзим ечип униңға пәряд көтәрдим, Униң улуқлуғини җакалиған мәдһийиләр тилимда болди.
18 Көңлүмдә гунани көзләп жүргән болсам, Рәб [дуайимни] аңлимиған болатти.
19 Бирақ Худа аңлиди; У дуайимға қулақ салди.
20 Худаға тәшәккүр-мәдһийә яғдурулсун! У мениң дуайимни яндурмиди, Һәм мәндин өзгәрмәс муһәббитини елип кәтмиди!