< Зәбур 61 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп Давут язған күй: — И Худа, пәрядимни аңлиғайсән; Дуайимға қулақ салғайсән!
2 Йәрниң чәт-чәтлиридә туруп, Жүригим зәиплишип кәткәндә, Мән Саңа мураҗиәт қилимән: — Сән мени өзүмдин жуқури Қорам Ташқа йетәкләйсән!
3 Чүнки Сән маңа панаһгаһ, Дүшминим алдида мустәһкәм мунар болуп кәлгәнсән.
4 Мән чедириңни мәңгүлүк туралғум қилимән; Қанатлириң сайисидә панаһ тапимән. (Селаһ)
5 Чүнки Сән, и Худа, қәсәмлиримни аңлидиң; Өзүңдин әйминидиғанларға тәвә мирасни маңиму бәрдиңсән.
6 Падишаһниң күнлиригә күн қошуп узартисән; Униң жиллири дәвирдин-дәвиргичә болиду.
7 У Худаниң алдида мәңгү һөкүм сүриду; Уни аман сақлашқа муһәббәт вә һәқиқәтни бекитип тәминлигәйсән;
8 Шуниң билән алдиңда ичкән қәсәмлиримгә һәр күни әмәл қилимән; Мән намиңни мәңгү күйләймән!