< Зәбур 48 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Улуқдур Пәрвәрдигар, Худайимизниң шәһиридә, Униң муқәддәслиги турған тағда, У зор мәдһийәләргә лайиқтур! 2 Егизлигидин көркәм, Зион теғи, Пүткүл җаһанниң хурсәнлигидур; Шималий тәрәплири гөзәлдур, Бүйүк падишаниң шәһиридур! 3 Худа қорғанлирида туриду, Бу йәрдә У егиз панаһгаһ дәп тонулиду; 4 Мана, падишалар жиғилди, Улар шәһәрни бесип өтүп, җәм болди. 5 [Шәһәрни] көрүпла улар алақзадә болди; Дәккә-дүккигә чүшүп бәдәр қечишти. 6 У йәрдә уларни титрәк басти, Толғақ йегән аялдәк улар азапланди; 7 Сән Таршиштики кемиләрни шәриқ шамили билән вәйран қиливәттиң. 8 Қулиқимиз аңлиғанни, Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң шәһиридә, Худайимизниң шәһиридә, Биз һазир өз көзимиз билән шундақ көрдуқ; Худа мәңгүгә уни мустәһкәм қилиду. (Селаһ) 9 Биз сениң муқәддәс ибадәтханаң ичидә туруп, и Худа, Өзгәрмәс муһәббитиңни сеғиндуқ. 10 Намиңға лайиқтур, Җаһанниң чәт-чәтлиригичә йәткүзүлгән мәдһийилириң, и Худа; Сениң оң қолуң һәққанийлиқ билән толған. 11 Сениң адил һөкүмлириңдин, Зион теғи шатланғай! Йәһуда қизлири хошал болғай! 12 Зион теғини айлинип меңип, Әтрапида сәйли қилиңлар; Униң мунарлирини санап беқиңлар; 13 Кейинки әвлатқа уни баян қилиш үчүн, Сепил-истиһкамлирини көңүл қоюп күзитиңлар, Қорғанлирини көздин кәчүрүңлар. 14 Чүнки бу Худа әбәдил-әбәт бизниң Худайимиздур; У өмүрвайәт бизниң йетәкчимиз болиду!

< Зәбур 48 >