< Зәбур 47 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Барлиқ қовмлар, Худани алқишлаңлар! Униңға жуқури авазиңлар билән хошаллиқ тәнтәнисини яңритиңлар!
可拉後裔的詩,交與伶長。 萬民哪,你們都要拍掌! 要用誇勝的聲音向上帝呼喊!
2 Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур, Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишадур.
因為耶和華至高者是可畏的; 他是治理全地的大君王。
3 У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп, Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду.
他叫萬民服在我們以下, 又叫列邦服在我們腳下。
4 У биз үчүн мирасимизни таллап, Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди. (Селаһ)
他為我們選擇產業, 就是他所愛之雅各的榮耀。 (細拉)
5 Худа тәнтәнә садаси ичидә, Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди;
上帝上升,有喊聲相送; 耶和華上升,有角聲相送。
6 Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар! Падишасимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар!
你們要向上帝歌頌,歌頌! 向我們王歌頌,歌頌!
7 Худа пүткүл җаһанниң падишасидур; Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар!
因為上帝是全地的王; 你們要用悟性歌頌。
8 Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду; У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду.
上帝作王治理萬國; 上帝坐在他的聖寶座上。
9 Әл-жутларниң каттилири җәм болуп, Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди; Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур; У нәқәдәр алийдур!
列邦的君王聚集要作亞伯拉罕之上帝的民。 因為世界的盾牌是屬上帝的; 他為至高!

< Зәбур 47 >