< Зәбур 33 >

1 Әй һәққанийлар, Пәрвәрдигар үчүн тәнтәнә қилиңлар! Мәдһийиләш дуруслар үчүн гөзәл иштур. 2 Раваб билән Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар; Онтарға тәңкәш болуп, униңға күйләрни ейтиңлар. 3 Униңға атап йеңи бир мунаҗат-нахшини ейтиңлар; Маһирлиқ билән челип, авазиңларни жуқури яңритиңлар. 4 Чүнки Пәрвәрдигарниң сөзи бәрһәқтур; Униң барлиқ ишлири вәдилиригә садақәтликтур. 5 У һәққанийәт һәм адаләтни яхши көргүчидур; Йәр-зимин Пәрвәрдигарниң меһриванлиғи билән толғандур. 6 Пәрвәрдигарниң сөзи билән асманлар яритилған, Униң ағзидики нәпәс билән уларниң барлиқ қошунлиримуяритилғандур; 7 У деңиздики суларни бир йәргә жиғип догилайду; У океанларни амбарлар ичидә сақлап туриду; 8 Пүткүл йәр йүзидикиләр Пәрвәрдигардин әймәнсун; Дуниядики пүтүн җан егилири Униңдин қорқуп, һөрмәтлисун; 9 Чүнки Униң бир сөзи биләнла иш пүттүрүлгән еди; Униң бир әмри биләнла дегәнлири бәрпа қилинған еди. 10 Пәрвәрдигар әлләрниң планини тосиветиду; У қовмларниң хияллирини бекар қиливетиду. 11 Пәрвәрдигарниң несиһәти мәңгүгә туриду; Қәлбидики ойлири дәвирдин-дәвиргә ишқа ашурулиду. 12 «Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур» дәйдиған қовм бәхитликтур! Йәни Өз мираси болушқа таллиған хәлиқ бәхитликтур! 13 Пәрвәрдигар әрштин йәргә нәзәр салиду, У пүткүл инсанларни көрүп туриду. 14 Туралғусидин йәр йүзидикиләрниң һәммисигә қарайду; 15 У уларниң һәр бириниң қәлблирини Ясиғучидур; Уларниң барлиқ ишлирини дәңсәп чиққучидур. 16 Падиша болса қошунлириниң көплүги билән ғалип болалмайду; Палван өзиниң зор күчи билән өзини қутқузалмайду; 17 Толпарға тайинип хәвп-хәтәрдин қутқузулуш беһудиликтур, У зор күчи билән һеч кимни қутқузалмайду; 18 Мана, уларниң җенини өлүмдин қутқузуш үчүн, Қәһәтчиликтә уларни һаят сақлаш үчүн, Пәрвәрдигарниң көзи Өзидин әйминидиғанларниң үстидә туриду, Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларниң үстидә туриду. 19 20 Бизниң җенимиз Пәрвәрдигарға тәлмүриду; Бизниң ярдәмчимиз, Бизниң қалқинимиз У болиду. 21 Шуңа Униң билән қәлбимиз шатлинип кетиду; Чүнки Униң муқәддәс намиға тайинип ишәндуқ. 22 И Пәрвәрдигар, биз Саңила үмүт бағлиғинимиздәк, Сениң өзгәрмәс муһәббитиңму үстимиздә болғай!

< Зәбур 33 >