< Зәбур 150 >

1 Һәмдусана! Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар; 2 Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар; 3 Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар; 4 Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар; 5 Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар; 6 Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун! Һәмдусана!

< Зәбур 150 >