< Зәбур 15 >

1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, ким чедириңда туралайду? Ким пак-муқәддәс теғиңда маканлишиду? 2 Кимки тамамән дуруслуқта маңса, Һәққанийлиқни жүргүзсә, Көңлидә һәқиқәтни сөзлисә; 3 Тили билән гәп тошумиса, Өз йеқиниға яманлиқ қилмиса, Хошнисиниң әйивини колап ачмиса, 4 Пәс адәмни көзгә илмиса, Пәрвәрдигардин әйминидиғанларни һөрмәтлисә, Өзигә зиянлиқ болған тәғдирдиму ичкән қәсимини өзгәртмисә, 5 Пулни хәқләргә өсүмгә бәрмисә, Бигуналарниң зийиниға пара алмиса; Кимки мошуларни қилса, Мәңгүгә тәврәнмәс.

< Зәбур 15 >