< Зәбур 148 >

1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар; Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар; 2 Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири; Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири! 3 Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай, Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар; 4 Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири, Асмандин жуқури җайлашқан сулар! 5 Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур; 6 У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди; Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған. 7 Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири; 8 От, мөлдүз, қар, туман, Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал; 9 Тағлар һәм барлиқ дөңләр, Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири, 10 Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар; 11 Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар, Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар; 12 Һәм жигитләр һәм қизлар, Бовайлар вә яшлар, — 13 Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду. 14 Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини, Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән; Улар Исраил балилири, Өзигә йеқин бир хәлиқтур! Һәмдусана!

< Зәбур 148 >