< Зәбур 145 >

1 Мәдһийә: Давут язған күй: — Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ; Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән. 2 һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән, Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән! 3 Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас; 4 Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду; Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду; 5 Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини, Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән; 6 : Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду; Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән! 7 Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду, Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду. 8 Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур; Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур; 9 Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур; Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур; 10 Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар, Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду. 11 Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду, Күч-қудритиңни сөзләйду; 12 Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң, Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду. 13 Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур. 14 Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду. 15 Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду; Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән; 16 Қолуңни ечишиң биләнла, Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән. 17 Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур, Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур. 18 Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур, Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур; 19 У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду; Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду. 20 Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду; Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду. 21 Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду; Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!

< Зәбур 145 >