< Зәбур 140 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Рәзил адәмдин, и Пәрвәрдигар, мени азат қилғайсән; Зораван кишидин мени сақлиғайсән.
2 Улар көңлидә яманлиқларни ойлимақта; Улар һәр күни җәм болушуп уруш чиқармақчи.
3 Тилини иланниңкидәк иштик қилиду; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду; (Селаһ)
4 Рәзил адәмниң қоллиридин мени аман қилиғайсән, и Пәрвәрдигар; Путлиримни путлашни қәстләйдиған зораван кишидин сақлиғайсән.
5 Тәкәббурлар мән үчүн қилтақ, таниларни йошуруп тәйярлиди; Йол бойида тор яйди, Мән үчүн қапқанларни салди; (Селаһ)
6 Мән Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Тәңримдурсән» — дедим; Йелинишлирим садасиға қулақ салғайсән, и Пәрвәрдигар;
7 Пәрвәрдигар Рәб ниҗатлиғимниң күчидур; Сән җәң күнидә бешимни йепип қоғдиғансән.
8 Рәзил адәмниң үмүтини иҗабәт қилмиғайсән, и Пәрвәрдигар; Уларниң һейлилирини аққузмиғайсән; Болмиса өзлирини чоң тутувалиду. (Селаһ)
9 Мени қоршивалғанларниң болса, Ләвлиридин чиққан шумлуқ уларниң өз бешиға чүшсун;
10 Үстигә чоғлар яғдурулсун; Улар отқа, Қайтидин чиқалмиғидәк һаңларға ташливетилсун;
11 Тили чеқимчи адәмниң йәр йүзидә орни болмисун; Балаю-апәт зораванларни түгәшкичә овлайду;
12 Мән билимәнки, Пәрвәрдигар езилгәнләрниң дәвасини сорайду, Йоқсулниң һәққини елип бериду;
13 Бәрһәқ, һәққанийлар намиңға тәшәккүр ейтиду; Көңли дуруслар һозуруңда яшайду.