< Зәбур 137 >

1 Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ; Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ; 2 Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ. 3 Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди; Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: — «Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти. 4 Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли? 5 Әй Йерусалим, мән сени унтусам, Оң қолум [маһаритини] унтусун! 6 Сени әслимисәм, — Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм — Тилим таңлайимға чаплишип қалсун! 7 И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән; Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар, Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти. 8 И булиниш алдида турған Бабил қизи, Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур! 9 Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!

< Зәбур 137 >