< Зәбур 136 >

1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур; Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 2 Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 3 Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 4 Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 5 Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 6 Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 7 Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 8 Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 9 Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 10 Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 11 Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 12 Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 13 Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 14 Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 15 Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 16 Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 17 Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 18 Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 19 Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 20 — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 21 Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 22 Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 23 Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 24 Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 25 Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; 26 Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!

< Зәбур 136 >