< Зәбур 135 >

1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар, Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири! 2 Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар, Худайимизниң һойлилирида турғанлар! 3 Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң намиға күй ейтиңлар; Чүнки мошундақ қилиш шериндур; 4 Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа, Исраилни Өз мираси болушқа талливалди. 5 Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур; Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур. 6 Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса, У асманларда, Зиминда, Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур. 7 У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду; Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду. 8 У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди, Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди. 9 У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир; Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти. 10 У улуқ әлләрни урувәтти, Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти; 11 Аморийларниң падишаси Сиһонни, Башанниң падишаси Огни, Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти. 12 Уларниң зиминини мирас қилип, Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди. 13 Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур. 14 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду; Өз қуллириға рәһим қилиду. 15 Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур, Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас. 16 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду; Көзлири бар, бирақ көрмәйду; 17 Қулақлири бар, бирақ аңлимайду, Ағзида һеч нәпәс йоқтур. 18 Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду, Уларға таянғанларму шундақтур. 19 Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; 20 Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! 21 Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун! Һәмдусана!

< Зәбур 135 >